Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 19

Росулларниң паалийәтлири 19:1-10

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Аполлос Коринт шәһиридики вақтида, Павлус сәпәр қилип, ички қуруқлуқ арқилиқ Әфәсус шәһиригә кәлди. У йәрдә бәзи мухлислар билән учришип,  
2улардин: — Силәр етиқат қилғиниңларда, Муқәддәс Роһ силәргә ата қилинғанму? — дәп сориди. — Яқ, биз һәтта Муқәддәс Роһ бар дегәнни зади аңлимаптикәнмиз, — дәп җавап бәрди улар.
3Павлус йәнә: — Ундақта, силәр қандақ чөмүлдүрүлүштә чөмүлдүрүлгәнсиләр? — дәп сориди. — Биз Йәһя пәйғәмбәр йәткүзгән чөмүлдүрүлүшни қобул қилдуқ, — деди улар.
4Павлус: — Йәһя пәйғәмбәр хәлиққә йәткүзгән чөмүлдүлүрүш болса гуналарға товва қилишни билдүридиған чөмүлдүрүлүш болуп, уларға өзидин кейин кәлгүчигә, йәни Әйсаға етиқат қилиш керәклигини тапилиған еди, — деди.
5Улар буни аңлап, Рәб Әйсаниң намида чөмүлдүрүлүшни қобул қилди.
6Павлус қолини уларниң үстигә тәккүзүп туруши билән, Муқәддәс Роһ уларға чүшти. Буниң билән улар намәлум тилларда сөзләшкә һәм пәйғәмбәрләрчә вәһий-бешарәтләрни йәткүзүшкә башлиди.  
7Улар тәхминән он икки әркәк киши еди.
8Павлус үч ай давамида Әфәсус шәһиридики синагогқа кирип, жүрәклик билән сөз қилип, улар билән Худаниң падишаһлиғидики ишлар тоғрисида муназирилишип қайил қилишқа тиришти.
9Лекин бәзилири җаһиллиқ қилип ишинишни рәт қилип, халайиқ алдида Рәбниң йолиға һақарәт кәлтүргәндә, Павлус улардин чиқип, мухлисларниму айрип чиқти. У һәркүни Тираннус исимлиқ адәмниң лексийиханисида муназирә-музакирә өткүзди.   
10Бу иш икки жил давамлашти. Нәтиҗидә, Асия өлкисидики пүтүн хәлиқ, Йәһудийлар болсун, Грекләр болсун һәммәйлән Рәбниң сөз-каламини аңлиди.

Read Росулларниң паалийәтлири 19Росулларниң паалийәтлири 19
Compare Росулларниң паалийәтлири 19:1-10Росулларниң паалийәтлири 19:1-10