Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 18

Росулларниң паалийәтлири 18:1-5

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Бу ишлардин кейин, Павлус Афина шәһиридин айрилип Коринт шәһиригә барди.
2У у йәрдә Понтус өлкисидә туғулған Аквила исимлиқ бир Йәһудий билән униң аяли Прискиллани учратти. Улар Рим императори Клавдиюсниң барлиқ Йәһудийлар Рим шәһиридин чиқип кетиши керәк, дегән ярлиғи сәвәплик йеқинда Италийәдин кәлгән еди. Павлус улар билән тонушуп,
3улар билән кәсипдаш болғачқа, биллә туруп ишлиди (чүнки улар чедирчилиқ билән шуғуллинатти).  
4Һәр бир шабат күнидә у Йәһудийларниң синагогиға кирип, Йәһудийлар вә греклар билән муназирилишип уларни Худаниң сөз-каламиға қайил қилишқа тиришатти.
5Бирақ Силас билән Тимотий Македонийәдин кәлгәндин кейин, Павлус сөз-каламни йәткүзүшкә алдириди, җан көйдүрүп Йәһудийларға: — Әйса — Мәсиһниң Өзидур, дәп гувалиқ бәрди.  

Read Росулларниң паалийәтлири 18Росулларниң паалийәтлири 18
Compare Росулларниң паалийәтлири 18:1-5Росулларниң паалийәтлири 18:1-5