Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 17

Росулларниң паалийәтлири 17:4-14

Help us?
Click on verse(s) to share them!
4Йәһудийларниң ичидин бәзиләр қайил болуп ишинип, Павлус билән Силасқа қошулди; шундақла Худадин қорқидиған Грекләрдин зор бир топ адәмләр вә аз болмиған жуқури тәбиқидики грек аялларму шундақ ишәнди.  
5Бирақ Йәһудийлар буниңға һәсәт қилип, бир нәччә қәбиһ адәмләрни жиғип, бир топ кишиләрни топлап, шәһәрни астин-үстүн қиливәтти. Йәһудийлар Павлус билән Силасни шәһәр хәлиқ кеңәшмисигә тапшуруп бериш үчүн уларни тутуш мәхситидә Ясон исимлиқ бирисиниң өйигә бастуруп барди.
6Лекин улар иккиләнни тапалмай улар Ясон вә башқа бир нәччә қеришдашни шәһәр әмәлдарлириниң алдиға тартип апирип: — Җаһанни астин-үстүн қиливәткән әшу адәмләр мошу йәргиму йетип кәлди;
7Ясон уларни өйидә қобул қилди. Улар Әйса исимлиқ башқа бир падишаһ бар дәп җакалап, Қәйсәрниң пәрманлириға қарши чиқиватиду! — дәп чуқан селишти.
8Улар бу сөзләр билән халайиқни вә шәһәр әмәлдарлирини дәккә-дүккигә селип қойди.
9Әмәлдарлар Ясон вә башқа тутуп келингәнләрдин капаләт пули алғандин кейин, уларни қоювәтти.
10Қериндашлар кечикмәй Павлус билән Силасни шу күни кечидә Берия шәһиригә әвәтивәтти. Улар у йәргә йетип барғанда, Йәһудийларниң синагогиға кирди.   
11У йәрдики синагогдикиләр Тесалоникадикиләргә қариғанда есил хисләтлик болуп, сөз-каламни қизиқип аңлиди вә уларниң ейтқанлириниң тоғра яки хаталиқини ениқалап билиш үчүн, һәркүни муқәддәс язмиларни қетирқинип изләнди.
12Нәтиҗидә, улардин нурғун Йәһудийлар, есилзадә грек аяллардин бир қисми вә шундақла хелә көп грек әрләр етиқат қилди.
13Лекин Тесалоникадики Йәһудийлар Худаниң сөз-каламиниң Павлус арқилиқ Бериядиму җакалиниватқинини аңлап, у йәргиму берип топилаң көтәрмәкчи болуп, аммини қутратти.
14Шуниң билән қериндашлар Павлусни дәрһал деңиз бойиға әвәтивәтти. Силас билән Тимотий болса Берияда қалди.

Read Росулларниң паалийәтлири 17Росулларниң паалийәтлири 17
Compare Росулларниң паалийәтлири 17:4-14Росулларниң паалийәтлири 17:4-14