Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 17

Росулларниң паалийәтлири 17:1-6

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Улар сәпирини давам қилип Амфиполис вә Аполлония шәһәрлиридин өтүп, Тесалоника шәһиригә кәлди. У йәрдә Йәһудийларниң синагоги бар еди.
2Павлус адити бойичә уларниң арисиға кирип, уда үч шабат күни у йәрдә җәм болғанлар билән муқәддәс язмиларни шәрһләп муназирилишип,
3уларға Мәсиһниң азап-оқубәтләр тартқандин кейин өлүмдин тирилиши муқәррәр дәп чүшәндүрди һәм испатлиди вә: — Мән силәргә җакалиған мошу Әйса дәл Мәсиһниң Өзи шу! — деди.
4Йәһудийларниң ичидин бәзиләр қайил болуп ишинип, Павлус билән Силасқа қошулди; шундақла Худадин қорқидиған Грекләрдин зор бир топ адәмләр вә аз болмиған жуқури тәбиқидики грек аялларму шундақ ишәнди.  
5Бирақ Йәһудийлар буниңға һәсәт қилип, бир нәччә қәбиһ адәмләрни жиғип, бир топ кишиләрни топлап, шәһәрни астин-үстүн қиливәтти. Йәһудийлар Павлус билән Силасни шәһәр хәлиқ кеңәшмисигә тапшуруп бериш үчүн уларни тутуш мәхситидә Ясон исимлиқ бирисиниң өйигә бастуруп барди.
6Лекин улар иккиләнни тапалмай улар Ясон вә башқа бир нәччә қеришдашни шәһәр әмәлдарлириниң алдиға тартип апирип: — Җаһанни астин-үстүн қиливәткән әшу адәмләр мошу йәргиму йетип кәлди;

Read Росулларниң паалийәтлири 17Росулларниң паалийәтлири 17
Compare Росулларниң паалийәтлири 17:1-6Росулларниң паалийәтлири 17:1-6