Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 16

Росулларниң паалийәтлири 16:19-23

Help us?
Click on verse(s) to share them!
19Дедәкниң ғоҗайинлири униңға бағлиған пул тепиш үмүтиниң йоққа чиққанлиғини көрүп, Павлус билән Силасқа қол селип, уларни базар мәйданиға сөрәп, һөкүмдарларниң алдиға елип барди.
20Улар иккиләнни сорақчи әмәлдарларниң алдиға чиқирип: — Бу адәмләр Йәһудийлар болуп, шәһиримизни қалаймиқанлаштурувәтмәктә.
21Биз болсақ римлиқлармиз, улар қанунимизға хилап болған вә қобул қилишқа яки жүргүзүшкә болмайдиған қаидә-йосунларни тәрғиб қиливатиду! — дәп шикайәт қилди.
22Топланған халайиқму уларға һуҗум қилишқа қозғалди; сорақчи әмәлдарлар уларниң кийимлирини житип ялаңачлап, калтәк билән думбилашқа әмир чүшүрди.
23Иккиләнни калтәк билән көп думбилиғандин кейин, уларни зинданға ташлиди вә шундақла гундипайни қаттиқ күзитишкә буйруди.

Read Росулларниң паалийәтлири 16Росулларниң паалийәтлири 16
Compare Росулларниң паалийәтлири 16:19-23Росулларниң паалийәтлири 16:19-23