Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 16

Росулларниң паалийәтлири 16:1-13

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Андин у Дәрбә вә Листра шәһәрлиригиму барди. Мана, шу йәрдә етиқатчи Йәһудий бир аялниң оғли, Тимотий исимлиқ бир мухлис бар еди. Униң атиси болса грек еди.
2Листра вә Коня шәһәрлиридики қериндашларниң һәммиси униң тоғрилиқ яхши гувалиқ берәтти.
3Павлус уни өзи билән биллә елип маңмақчи болди. Бирақ бу йәрдики Йәһудийларниң һәммиси Тимотийниң атисиниң грек екәнлигини билгәчкә, Павлус уни елип хәтнә қилдурди.  
4Улар шәһәр-йезилардин өткәч, Йерусалимдики расуллар билән ақсақаллар ят әлләргә бекиткән бәлгүлимиләрни уларниң риайә қилиши үчүн тапшурди.
5Шундақ қилип, җамаәтләр етиқатта күчәйтилип, санлириму күндин-күнгә көпәйди.
6Муқәддәс Роһ уларниң Асия өлкисидә сөз-каламни җакалишиға йол қоймиған болуп, Павлуслар әнди Фригийә вә Галатия районлиридин өтүп,
7Мисийә райониға кәлгәндин кейин, Битинийә өлкисигә кирмәкчи болди. Бирақ Әйсаниң Роһи уларға бундақ қилишиқиму йол қоймиди.
8Шуниң билән улар Мисийәдин өтүп, деңиз бойидики Троас шәһиригә чүшти.
9Шу күни кәчтә, Павлусқа бир ғайипанә көрүнүш көрүнүп, Македонийәлик бир киши униң алдида өрә туруп: — Деңиздин өтүп, Македонийәгә келип, бизгә ярдәм бәргәйсән! — дәп өтүнди.
10У бу көрүнүшни көргәндин кейин, Рәб бизни җәзмән у кишиләрниң қешиға берип, уларға хуш хәвәр җакалашқа чақирған, дегән хуласигә келип, дәрһал Македонийәгә беришқа тәйярландуқ.
11Биз кемигә чиқип, Троастин йолға чиқип, Самодрак арилиға қарап йол алдуқ вә әтиси Македонийәдики Неаполис шәһиригә йетип бардуқ.
12У йәрдин Македонийәниң шу районидики Филиппи дегән муһим шәһиригә өттуқ. Буму Римдики бир мустәмликә шәһәр еди. Биз бу йәрдә бир нәччә күн турдуқ.
13Шабат күни, шәһәр дәрвазисидин чиқип дәрия саһилигә бардуқ; чүнки биз у йәрдә дуа-тилавәт қилидиған бир җай бар дәп ойлидуқ; дәрвәқә шундақ болди. Биз олтирип, у йәргә жиғилған аялларға сөзләшкә башлидуқ.

Read Росулларниң паалийәтлири 16Росулларниң паалийәтлири 16
Compare Росулларниң паалийәтлири 16:1-13Росулларниң паалийәтлири 16:1-13