Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 15

Росулларниң паалийәтлири 15:3-14

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3Шундақ қилип улар җамаәт тәрипидин йолға селинип, сәпиридә Фәникийә райони вә Самарийә өлкисини бесип өтүп, барғанла йеридә әлләрниңму товва қилип етиқат йолиға киргәнлигини тәпсилий сөзлиди. Бу хәвәр барлиқ қериндашларни зор шатлиққа чөмгүзди.
4Павлуслар Йерусалимға кәлгинидә, улар җамаәттикиләр, расуллар вә ақсақаллар тәрипидин қарши елинип, көпчиликкә Худаниң өзлири арқилиқ барлиқ қилған әмәллирини баян қилип бәрди.
5Лекин Пәрисий мәзһипидикиләрдин етиқат йолиға киргән бәзиләр орнидин турушуп: — Мошу ят әлликләрни хәтнә қилиш керәк, шундақла уларға Мусаға чүшүрүлгән Тәврат қануниға әмәл қилиши керәклигини җекиләш керәк! — деди.
6Шуңа расуллар билән ақсақаллар бу мәсилини музакирә қилиш үчүн җәм болушти.
7Узун сөһбәтлишиштин кейин, Петрус орнидин туруп мундақ деди: — Қериндашлар, дәсләптики күнләрдә Худаниң ичиңлардин мени таллап мениң ағзим арқилиқ хуш хәвәрдики сөз-каламни ят әлликләргә аңлитип уларниң етиқат қилишида васитә қилишқа бекиткәнлигидин хәвириңлар бар.
8Вә инсанларниң қәлбини билгүчи Худа Муқәддәс Роһни бизгә ата қилғинидәк, уларғиму ата қилди.
9Шундақ қилип, Худа уларни биз билән һеч қандақ пәриқләндүрмәй, уларниң қәлблирини етиқат арқилиқ пак қилди.
10Әһвал мана шундақ екән, әнди силәр немә үчүн өзимиз вә ата-бовилиримизму көтирәлмигән бир боюнтуруқни мухлисларниң бойниға артмақчи болуп, Худани синимақчи болисиләр?!
11Әндиликтә, биз болсақ Рәб Әйсаниң меһри-шәпқитигә тайинип уларға охшаш қутқузулимиз, дәп ишинимиз.  
12Бу сөздин кейин, Барнабас билән Павлус чиқип, Худа өзлири арқилиқ ят әлликләрниң арисида көрсәткән барлиқ мөҗизилик аламәтләрни вә карамәтләрни баян қилип бәрди; көпчилик уларға қулақ селип сүкүттә турди.
13Уларниң сөзи түгигәндин кейин, Яқуп мундақ деди: — Қериндашлар, маңа қулақ селиңлар!
14Баятин Шимеон Худаниң ят әлликләрниму баштинла шапаәт билән йоқлап, уларниң арисидин Өз нами үчүн бир хәлиқ чиқиридиғанлиғини чүшәндүрүп өтти.

Read Росулларниң паалийәтлири 15Росулларниң паалийәтлири 15
Compare Росулларниң паалийәтлири 15:3-14Росулларниң паалийәтлири 15:3-14