Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 14

Росулларниң паалийәтлири 14:9-26

Help us?
Click on verse(s) to share them!
9Павлус сөз қиливатқанда, бу адәм униңға қулақ селип олтиратти. Павлус униңға көз тикип униң сақайтилишиға ишәши барлиғини көрүп йетип,
10жуқури аваз билән: — Орнуңдин дәс тур! — деди. Һелиқи адәм шуан орнидин дәс туруп меңишқа башлиди.
11Лекин Павлусниң бу ишини көргән топ-топ адәмләр Ликавуня тили билән: — Илаһлар инсан қияпитигә кирип аримизға чүшүпту! — дәп вақиришип кәтти.
12Улар Барнабасни «Илаһ Зеус» дәп аташти вә Павлусни сөзләштә башламчи болғачқа уни «Илаһ Һермис» дәп аташти.
13Шәһәрниң сиртида «Зеус Илаһ»ниң бутханиси бар еди. Шу бутханидики каһин шәһәр дәрвазисиға өкүз вә гүл чәмбирәкләрни елип келип, хәлиқ билән биллә расулларға атап қурбанлиқ қилмақчи болди.
14Лекин расуллар Барнабас билән Павлус бу ишни аңлап, кийим-кечәклирини житқан һалда, көпчиликниң арисиға жүгүрүп кирип, вақирап мундақ деди:
15— Халайиқ, бу ишларни немә дәп қиливатисиләр?! Биз силәргә охшаш һессияттики инсанлармиз! Биз силәргә бу әрзимәс нәрсиләрни ташлап, асман-зимин, деңиз-океан вә улардики барлиқ мәхлуқларни Яратқучи һаят Худағила ибадәт қилишиңлар керәк дәп җакалаватимиз!
16Бурунқи дәвирләрдә, у һәр қайси әлләрни өз йоллирида меңишқа йол қойған.
17Шундақ болсиму, У Өзини испатлайдиған гувалиқни қалдурмиған әмәс. Чүнки У һемишә силәргә шапаәт көрситип, ямғурни өз вақтида әрштин яғдуруп мол һосул ата қилип, аш-тамақ билән силәрни тойғузуп, қәлбиңларни хошаллиққа чөмдүрүп кәлди.
18Һәтта улар бу сөзләрни қилған болсиму, халайиқниң уларға атап қурбанлиқ қилишини аранла тосувалди.
19Лекин Антакя вә Коня шәһәрлиридин бәзи Йәһудийлар келип, кишиләрни өзлиригә қайил қилиши билән, хәлиқ Павлусни чалма-кесәк қилди, андин уни өлди дәп қарап, шәһәр сиртиға сөрәп ачиқип ташливәтти.
20Лекин мухлислар униң әтрапиға олашқанда, Павлус орнидин туруп, шәһәргә қайтип кирди. Әтиси, у Барнабас билән биллә Дәрбә шәһиригә кәтти.
21Әнди улар Дәрбә шәһиридә хуш хәвәр җакалап, нурғун адәмләрни Мәсиһгә мухлис болушқа киргүзгәндин кейин, иккилән Листра, Коня вә Антакя шәһәрлиригә қайтип барди.
22Улар у йәрләрдә мухлисларниң қәлблирини күчәйтип, уларни етиқатта чиң турушқа риғбәтләндүрүп, шундақла: — Биз Худаниң падишаһлиғиға кириштә нурғун җапа-мушәққәтләрни бешимиздин өткүзүшимиз муқәррәр болиду, — дәп несиһәт қилди.
23Улар йәнә һәр қайси җамаәт ичидә ақсақалларни таллап бәлгүләп, дуа қилиш вә роза тутуш арқилиқ уларни өзлири етиқат бағлиған Рәбгә тапшурди.
24Иккилән Писидийә районидин өтүп Памфилийә өлкисигә кәлди.
25Улар Пәргә шәһиридә сөз-каламни йәткүзгәндин кейин, Атталя шәһиригә барди.
26Андин у йәрдин кемигә чиқип, Сурийәдики Антакяға қарап кәтти. Улар әслидә шу йәрдә өзлири һазир тамамлиған бу вәзипини ада қилишқа җамаәттикиләр тәрипидин Худаниң меһри-шәпқитигә тапшурулған еди.

Read Росулларниң паалийәтлири 14Росулларниң паалийәтлири 14
Compare Росулларниң паалийәтлири 14:9-26Росулларниң паалийәтлири 14:9-26