Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 14

Росулларниң паалийәтлири 14:1-4

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Коня шәһиридә шундақ болдики, Павлус билән Барнабас Йәһудийларниң синагогиға киргәндә, җамаәткә шундақ сөзлидики, нәтиҗидә Йәһудийлар вә Грекләрдинму нурған кишиләр етиқат қилди
2(һалбуки, ишәнмигән Йәһудийлар ят әлликләрниң көңүллирини зәһәрләп, уларни қериндашларға қарши турушқа қутратти).
3Шуңа Павлус билән Барнабас у йәрдә хелә узун туруп, Рәбгә тайинип жүрәклик һалда хуш хәвәрни җакалиди; Рәб уларниң қоллири билән мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни көрситип өз меһри-шәпқитиниң сөз-каламиға гувалиқ бәрди.
4Буниң билән шәһәр хәлқи иккигә бөлүнүп кетип, бәзилири Йәһудийлар тәрәптә, бәзилири болса расуллар тәрәптә турди.

Read Росулларниң паалийәтлири 14Росулларниң паалийәтлири 14
Compare Росулларниң паалийәтлири 14:1-4Росулларниң паалийәтлири 14:1-4