Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 13

Росулларниң паалийәтлири 13:38-41

Help us?
Click on verse(s) to share them!
38Әнди шуңа силәр шуни билишиңлар керәкки, и қериндашлар, һазир гуналардин кәчүрүм қилиниш йоли дәл шу киши арқилиқ силәргә җакалиниватиду.   
39Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән Тәврат қануни билән силәр халас болалмайватқан ишлардин униңға етиқат қилғучилар у арқилиқ халас қилинип һәққаний қилиниду!   
40Шуңа, пәйғәмбәрләр алдин-ала ейтқан шу балаю-апәт бешиңларға чүшмәслиги үчүн еһтият қилиңлар! —
41«Қараңлар, и мазақ қилғучилар, һәйрануһәс болуп һалак болуңлар! Чүнки силәрниң күнлириңләрдә бир иш қилимәнки, Уни бириси силәргә елан қилсиму силәр шу ишқа һәргиз ишәнмәйсиләр!»  

Read Росулларниң паалийәтлири 13Росулларниң паалийәтлири 13
Compare Росулларниң паалийәтлири 13:38-41Росулларниң паалийәтлири 13:38-41