Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 13

Росулларниң паалийәтлири 13:1-51

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Антакядики җамаәт ичидә бәзи пәйғәмбәрләр вә тәлим бәргүчиләр бар еди. Улар Барнабас, «Қара» дәпму атилидиған Шимеон, Куринилик Лукиус, Һерод хан билән биллә чоң болған Манаән вә Сауллар еди.  
2Улар Рәбниң ибадитидә болуп роза тутуватқан бир мәзгилдә, Муқәддәс Роһ уларға: — Барнабас билән Саулни Мән уларни қилишқа чақирған хизмәт үчүн Маңа айрип қоюңлар, — деди.
3Шуниң билән, улар йәнә роза тутуп дуа қилғандин кейин, иккиләнниң үстигә қоллирини тәккүзүп узитип қойди.
4Улар Муқәддәс Роһ тәрипидин әвәтилгән болуп, Сәлюкийә шәһиригә берип, у йәрдин кемигә чиқип Сипрус арилиға қарап йолға чиқти.
5Саламис шәһиригә йетип келип, улар Йәһудийларниң синагоглирида Худаниң сөз-каламини йәткүзүшкә башлиди. Юһанна уларниң ярдәмчиси еди.  
6Улар пүтүн арални арилап чиқип, Пафос шәһиригә кәлди. Улар у йәрдә Барйәшуа исимлиқ бир киши билән учришип қалди. У сеһиргәр болуп, сахта пәйғәмбәр болған бир Йәһудий еди.
7У киши бу аралниң римлиқ валийиси Сергиюс Павлусниң һәмраһи еди. Валий уқумушлуқ бир киши болуп, Барнабас билән Саулни чақиртип, Худаниң сөз-каламини аңлимақчи болди.
8Лекин һелиқи сеһиргәр (униң грекчә исми Әлимас болуп, «сеһиргәр» дегән мәнидә) уларға қарши чиқип, валийниң райини етиқаттин қайтурушни урунмақта еди.
9Бирақ Муқәддәс Роһқа толдурулған Саул (йәнә «Павлус» дәпму атилиду) һелиқи сеһиргәргә тикилип қарап
10униңға: — Әй, қәлбиң һәр хил һейлигәрлик вә алдамчилиқ билән толған Иблисниң оғли, һәммә һәққанийлиқниң дүшмини! Пәрвәрдигарниң түз йоллирини бурмилашни зади тохтатмамсән?!
11Әнди Рәбниң қоли үстүңгә чүшти! Көзлириң кор болуп, бир мәзгил күнниң йоруғини көрәлмәйсән! — деди. Шуан, бир хил туман вә қараңғулуқ уни басти. У йолни силаштуруп, кишиләрдин мени қолумдин йетиләңлар, дәп илтиҗа қилатти.
12Йүз бәргән ишни көргән валий Рәбниң тәлимигә қаттиқ һәйран болуп, Униңға етиқат қилди.
13Павлус билән униң һәмраһлири кемигә чиқип, Пафостин Памфилийә өлкисидики Пәргә шәһиригә барди. У йәрдә Юһанна улардин айрилип Йерусалимға қайтти.   
14Павлуслар болса Пәргә шәһиридин чиқип, давамлиқ меңип Писидийә районидики Антакя шәһиригә берип, шабат күни синагогқа кирди.
15Тәврат қисимлиридин вә пәйғәмбәрләрниң язмилиридин оқулғандин кейин, синагогниң чоңлири уларни чақиртип: — Қериндашлар, әгәр халайиққа бирәр несиһәт сөзүңлар болса, ейтиңлар, — деди.
16Павлус орнидин туруп, қол иширити қилип, халайиққа мундақ деди: — Әй Исраиллар вә Худадин қорққанлар, қулақ селиңлар!   
17Бу Исраил хәлқиниң Худаси ата-бовилиримизни таллиди; улар Мисирда мусапир болуп яшиған вақитларда уларни улуқ қилди, Өзиниң егиз көтәргән билиги билән уларни Мисирдин қутқузуп чиқти.
18У чөлдә уларға тәхминән қириқ жил ғәмхорлуқ қилди
19андин Қанаан зиминидики йәттә әлни йоқитип, уларниң зиминлирини уларға мирас қилип бәрди.
20Бу ишларға алди-кәйни болуп тәхминән төрт йүз әллик жил кәтти. Кейин, таки Самуил пәйғәмбәр оттуриға чиққичә, у уларға батур һакимларни тикләп бәрди.
21Андин улар бизгә бир падишаһни бәрсикән, дәп Самуил пәйғәмбәрдин тилиди. Шуниң билән Худа уларға Бинямин қәбилисидин Киш исимлиқ адәмниң оғли Саулни тикләп бәрди. У қириқ жил һөкүм сүрди.
22Бирақ Худа Саулни сәлтәнитидин чүшүрүп, уларға Давутни падишаһ қилип турғузуп бәрди. Худа униң һәққидә гувалиқ берип: «Көңлүмдикидәк бир адәмни, йәни Йәссәниң оғли Давутни таптим. У Мениң толуқ ирадәмгә әмәл қилиду», — деди.
23Өзи вәдә қилғандәк Худа бу адәмниң нәслидин Исраил хәлқигә бир Қутқузғучи тикләп бәрди — у болса Әйсаниң өзидур!
24У хәлиқниң оттурисиға чиқиштин алввал, Йәһя пәйғәмбәр чиқип, барлиқ Исраил хәлқини товва қилишни билдүридиған чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар, дәп җакалиди.
25Йәһя пәйғәмбәр вәзипини тамамлиғанда, халайиққа мундақ дегән еди: «Силәр мени ким дәп билисиләр? Мән силәр күткән зат әмәсмән. Бирақ мана, мәндин кейин бириси келиду, мән һәтта униң аяқ кәшлирини йешишкиму лайиқ әмәсмән!»  
26Әй қериндашлар, Ибраһимниң җәмәтиниң нәсиллири вә араңлардики Худадин қорққанлар, бу ниҗатлиқниң сөз-калами силәргә әвәтилди!   
27Йерусалимда туруватқанлар вә уларниң һакимлири Әйсани тонумай, униң үстидин гунакар дәп һөкүм чиқарғини билән, һәр шабат күни оқулидиған пәйғәмбәрләрниң алдин-ала ейтқан сөзлирини әмәлгә ашурди.   
28Гәрчә улар униңдин өлүм җазасиға һөкүм қилишқа тегишлик бирәр гуна тапалмиған болсиму, валий Пилатустин йәнила уни өлүмгә мәһкүм қилишни өтүнди.
29Улар бу ишларни қилип муқәддәс язмиларда униң һәққидә алдин пүтүлгәнләрниң һәммисини өзлири билмигән һалда әмәлгә ашурғандин кейин, униң җәситини кресттин чүшүрүп, бир қәбиргә қойди.
30Лекин Худа уни өлүмдин тирилдүрди!
31Тирилгәндин кейин, у бурун өзи билән Галилийәдин Йерусалимғичә әгишип кәлгәнләргә көп күнләр ичидә нәччә қетим көрүнүп турди. Бу кишиләр һазир Исраил хәлқигә униң гувачилири болуватиду.
32Бизму ата-бовилиримизға қилинған вәдиниң хуш хәвирини силәргә һазир җакалаймиз — Худа Әйсани аримизда тикләп, бу вәдини уларниң әвлатлири болған бизләргә әмәлгә ашурди. Бу һәқтә Зәбурниң иккинчи күйидә алдин-ала мундақ пүтүлгән: «Сән Мениң Оғлум, Өзүм сени бүгүнки күнидә туғдурдум».   
34Әндиликтә Худаниң Әйсаға чиришни қайта көргүзмәй өлүмдин тирилдүридиғанлиғи һәққидә у муқәддәс язмиларда мундақ алдин-ала ейтқан: «Давутқа вәдә қилған меһри-шәпқәтләрни силәргә ата қилимән!»   
35Шуңа йәнә бу һәқтә йәнә бир айәттә: — «И Худа, Сениң муқәддәс Болғучуңға тениниң чиришини көргүзмәйсән».  
36Чүнки Давут дәрвәқә Худаниң ирадиси бойичә өз дәври үчүн хизмәт қилип, өз ата-бовилириға қошулуп өлүмдә ухлап униң тени чирип кәткән еди.   
37Лекин Худа өлүмдин тирилдүргүчи болса чиришни һеч көрмиди.
38Әнди шуңа силәр шуни билишиңлар керәкки, и қериндашлар, һазир гуналардин кәчүрүм қилиниш йоли дәл шу киши арқилиқ силәргә җакалиниватиду.   
39Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән Тәврат қануни билән силәр халас болалмайватқан ишлардин униңға етиқат қилғучилар у арқилиқ халас қилинип һәққаний қилиниду!   
40Шуңа, пәйғәмбәрләр алдин-ала ейтқан шу балаю-апәт бешиңларға чүшмәслиги үчүн еһтият қилиңлар! —
41«Қараңлар, и мазақ қилғучилар, һәйрануһәс болуп һалак болуңлар! Чүнки силәрниң күнлириңләрдә бир иш қилимәнки, Уни бириси силәргә елан қилсиму силәр шу ишқа һәргиз ишәнмәйсиләр!»  
42Павлус билән Барнабас синагогдин чиқиватқанда, җамаәт уларға келәрки шабат күни бу ишлар һәққидә йәнә сөзләшни йелинди.
43Синагогтики җамаәт тарқалғанда, нурғун Йәһудийлар вә Худадин қорққан Тәвратқа етиқат қилған Йәһудий әмәсләрму Павлус билән Барнабасқа әгәшти. Иккиси уларға сөз қилип, уларни Худаниң меһри-шәпқитидә чиң турушқа дәвәт қилди.
44Кейинки шабат күни, пүтүн шәһәр хәлқи дегидәк Худаниң сөз-каламини аңлиғили келишти.
45Бирақ бундақ топ-топ адәмләрни көргән Йәһудийлар һәсәткә чөмүп, Павлусниң сөзлиригә қарши тәтүр гәп қилип, униңға төһмәт қилди.
46Әнди Павлус билән Барнабас техиму жүрәклик һалда мундақ деди: — Худаниң сөз-каламини алди билән силәр Йәһудий хәлқигә йәткүзүш керәк еди. Лекин силәр уни чәткә қеқип өзүңларни мәңгүлүк һаятқа лайиқ көрмигәндин кейин, мана биз силәрдин бурулуп әлләргә йүзлинимиз!   
47Чүнки Пәрвәрдигар муқәддәс язмиларда бизгә мундақ буйруған: — «Мән Сени ят әлләргә нур болушқа, Йәр йүзиниң чәт-яқилириғичә ниҗатлиқ болушуң үчүн Сени атидим».  
48Әлләрдикиләр бу сөзни аңлап, хошал болушуп Рәбниң сөз-каламини улуқлашти; мәңгүлүк һаятқа еришишкә бекитилгәнләрниң һәммиси етиқат қилди.
49Шундақ қилип, Рәбниң сөз-калами пүткүл зиминға тарқалди.
50Бирақ Йәһудийлар Худадин қорққан жуқури тәбиқилик аялларни һәм шәһәр мөтивәрлирини қутритип, Павлус билән Барнабасқа зиянкәшлик қилғузуп, улар иккисини өз жутлиридин қоғлап чиқарди.   
51Амма Павлус билән Барнабас уларға қарап аяқлиридики топини қеқиштуруветип, Коня шәһиригә қарап маңди.

Read Росулларниң паалийәтлири 13Росулларниң паалийәтлири 13
Compare Росулларниң паалийәтлири 13:1-51Росулларниң паалийәтлири 13:1-51