Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 12

Росулларниң паалийәтлири 12:7-10

Help us?
Click on verse(s) to share them!
7Вә туюқсиз Рәбниң бир пәриштиси көрүнүп, бир нур камерни йорутти. Пәриштә Петрусниң биқиниға ноқуп: — Тез тур! — дәп ойғатти. Униң қоллиридики зәнҗир шу һаман бошап чүшүп кәтти.
8Пәриштә униңға: — Белиңни бағливал! Кәшиңниму кий! — деди. Петрус униң дегинини қилди. Андин у: — Чапиниңни йепинчақлап кәйнимдин маң! — деди.
9Петрус униңға әгишип камердин чиқти. Бирақ у пәриштиниң вастиси билән болуватқан бу ишларниң растлиғини билмәй, бәлки бир ғайипанә көрүнүш көрүптимән, дәп ойлавататти.
10Улар биринчи вә иккинчи күзәттин өтүп, зинданниң шәһәргә чиқидиған төмүр дәрвазисиға барғанда, дәрваза улар үчүн өзлүгидин ечилип кәтти. Улар чиқип, бир кочидин өткәндә, пәриштә туюқсиз униң йенидин кәтти.

Read Росулларниң паалийәтлири 12Росулларниң паалийәтлири 12
Compare Росулларниң паалийәтлири 12:7-10Росулларниң паалийәтлири 12:7-10