Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 11

Росулларниң паалийәтлири 11:2-21

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2Шуңа, Петрус Йерусалимға қайтқанда, хәтнилик болған ишәнгүчиләр уни әйипкә буйруп:
3— Сән хәтнә қилинмиған адәмләрниң өйидә меһман болуп, улар билән һәмдәстихан болдуң?! — деди.
4Бирақ Петрус пүтүн ишни баштин-ахириғичә уларға бир-бирләп чүшәндүрүп
5мундақ деди: — Йоппа шәһиридә дуа қиливатқинимда, ғайипанә көрүнүш мени оривелип, бир аламәтни көрдүм. Кәң дәстихандәк бир нәрсә төрт бүҗигидин бағланған һалда асмандин чүшүп, мениң йенимда тохтиди.
6Униңға көз тикип қарисам, ичидә һәр хил төрт путлуқ һайванлар, явайи һайванатлар, йәр беғирлиғучилар, асмандики учар-қанатларму бар екән.
7Андин: «Орнуңдин тур Петрус, улардин союп йә!» дегән бир авазни аңлидим.
8Мән: «Яқ Рәб, һәргиз болмайду! Мән һеч қачан һәр қандақ напак яки һарам нәрсини ағзимға алған әмәсмән!» дедим.
9Бирақ маңа йәнә: «Худа һалал дәп паклиған нәрсини сән һарам демә!» дегән аваз аңланди.
10Бу иш үч қетим шундақ тәкрарлинип, ахир буларниң һәммиси асманға қайтидин тартип кетилди.
11Мана дәл шу чағда, Қәйсәрийәдин мени чақиришқа әвәтилгән үч киши мән турған өйниң алдиға кәлди.
12Муқәддәс Роһ мени һеч иккиләнмәй улар билән биллә беришқа буйруди. Мошу алтә қериндашму мән билән биллә барди. Қәйсәрийәгә йетип келип, һелиқи адәмниң өйигә кирдуқ.   
13Бу киши бизгә өзиниң өйидә пайда болуп турған бир пәриштини қандақ көргәнлигини ейтти. Пәриштә униңға: «сән Йоппаға адәм әвәтип, Петрус дәпму атилидиған Симон исимлиқ бир адәмни чақиртип кәл,
14у саңа сени вә пүткүл аиләңгә ниҗатлиқ йәткүзидиған бир хәвәрни ейтип бериду» дегән екән.
15Мән гәпни башлиғинимда, Муқәддәс Роһ худди башта бизниң үстимизгә чүшкинидәк, уларғиму чүшти.
16Шу чағда, Рәбниң сөз-каламини, йәни: «Йәһя кишиләрни суға чөмүлдүргән, лекин силәр болсаңлар Муқәддәс Роһқа чөмүлдүрүлисиләр» дегинини есимгә алдим.
17Шуңа, әгәр Худа әнди мушуларға биз Рәб Әйса Мәсиһкә етиқат қилғинимиздин кейин бизгә бәргән илтипатқа охшаш илтипат ата қилған болса, Худани тосиялғидәк мән зади ким едим?
18Улар бу сөзләрни аңлиғанда, әйипләштин тохтап, Худаға мәдһийә оқуп: — Бәрһәқ, Худа әлләргиму һаятлиққа елип баридиған товва қилишни несип қипту! — дейишти.
19У чағда, Истипанниң иши билән зиянкәшликкә учрап һәр қайси җайларға тарқилип кәткәнләр Фәникийә райони, Сипрус арили вә Антакя шәһири қатарлиқ җайларғичә йетип берип, бу җайларда сөз-каламни пәқәт Йәһудийларғила йәткүзәтти.   
20Лекин улардин Сипрус арили вә Курини шәһиридин кәлгән бәзиләр Антакя шәһиригә барғанда, Рәб Әйсаниң хуш хәвирини Грекләргиму йәткүзди.
21Рәбниң қоли улар билән биллә болуп, толиму нурғун кишиләр ишинип товва қилип Рәбгә бағланди.  

Read Росулларниң паалийәтлири 11Росулларниң паалийәтлири 11
Compare Росулларниң паалийәтлири 11:2-21Росулларниң паалийәтлири 11:2-21