Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 10

Росулларниң паалийәтлири 10:25-34

Help us?
Click on verse(s) to share them!
25Петрус өйгә киргәндә, Корнилий алдиға чиқип, айиғиға өзини етип сәҗдә қилди.
26Лекин Петрус дәрһал уни йөләп турғузуп: — Орнуңдин турғин! Мәнму бир инсан, халас! — деди.
27У Корнилий билән гәп қилғач өйгә киривиди, өйниң ичигә жиғилған топ-топ адәмләрни көрди.
28У уларға: — Силәргә мәлумки, биз Йәһудийларниң ят әлликләрдин бириси билән барди-кәлди қилиши яки өйлиригә кириши Тәврат қанун-әқидилиримизгә хилап. Лекин Худа маңа һеч қандақ адәмни напак яки һарам демәслигим керәклигини аян қилди.
29Шуниң үчүн силәр адәм әвәтип мени чақирғанда, һеч рәт қилмай алдиңларға кәлдим. Әнди сорай, мени немә дәп чақирдиңлар? — деди.
30Корнилий мундақ деди: — Төрт күнниң алдида бүгүнки мошу вақитқичә роза тутқан едим; саат үчләрдә мән өйдә дуа қиливататтим. Туюқсиз кийимлиридин нур чақнап туридиған бир адәм алдимда пәйда болуп өрә турди:
31«Корнилий! Дуайиң иҗабәт қилинди вә хәйр-сахавәтлик ишлириң Худа алдиға әсләтмә қурбанлиқтәк йәтти.
32Шуңа Йоппаға адәм әвәтип, Петрус дәпму атилидиған Симон исимлиқ адәмни чақиртип кәл. У деңиз бойида олтирақлуқ Симон исимлиқ бир көнчиниң өйидә меһман болуп туруватиду» деди.
33Шуниң үчүн, дәрһал өзлирини чақирип келишкә адәм әвәткән едим. Өзлири күлбәмгә келип яхши қилдила! Әнди биз һәммәйлән Худа өзлиригә әмир қилған барлиқ сөзләрни аңлаш үчүн Худаниң алдида һазир туруватимиз.
34Петрус ағзини ечип мундақ деди: — Бәрһәқ, мән Худани һеч қандақ адәмгә йүз-хатирә қилмайду, дәп чүшинип йәттим; бәлки һәр әлдин болғанлар ичидә Униңдин қорқидиған вә һәққанийәт жүргүзидиған киши болсила, Униң алдида мәқбулдур.

Read Росулларниң паалийәтлири 10Росулларниң паалийәтлири 10
Compare Росулларниң паалийәтлири 10:25-34Росулларниң паалийәтлири 10:25-34