Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Римлиқларға - Римлиқларға 3

Римлиқларға 3:6-20

Help us?
Click on verse(s) to share them!
6Мундақ дейишкә һәргиз болмайду! Әгәр ундақ болса, Худа аләмни қандақ сораққа тартиду?
7Бәзиләр йәнә: «Мениң ялғанчилқимдин Худаниң һәқиқәтлиги техиму очуқ қилинса, шундақла улуқлуғи техиму йорутулса, әнди мән йәнә немә үчүн гунакар дәп қарилип сораққа тартилимән?» дейиши мүмкин.
8Ундақ болғанда немишкә (бәзиләр бизгә төһмәт чаплимақчи болуп, гәплиримизни буривәткәндәк) «Яманлиқ қилайли, буниңдин яхшилиқ чиқип қалар» — дейишкә болмайду? Бундақ дегүчиләрниң җазалиниши һәқлиқтур!
9Әнди немә дейиш керәк? Биз Йәһудийлар Йәһудий әмәсләрдин үстүн турамдуқ? Яқ, һәргиз! Чүнки биз жуқурида Йәһудийлар болсун, Грекләр болсун һәммисиниң гунаниң илкидә екәнлигини испатлап әйиплидуқ.  
10Дәрвәқә, муқәддәс язмиларда йезилғинидәк: — «Һәққаний адәм йоқ, һәтта бириму йоқтур,
11Йорутулған киши йоқтур, Худани издигиниму йоқтур.
12Һәммә адәм йолдин чәтниди, Уларниң барлиғи әрзимәс болуп чиқти. Меһриванлиқ қилғучи йоқ, һәтта бириму йоқтур.  
13Уларниң гели ечилған қәбирдәк сесиқтур, Тиллири каззаплиқ қилмақта; Кобра иланниң зәһири ләвлири астида туриду;   
14Уларниң зувани қарғаш һәм зәрдигә толған.  
15«Путлири қан токүшкә алдирайду;
16Барғанла йеридә вәйранчилиқ вә паҗиәлик ишлар бардур.
17Течлиқ-арамлиқ йолини улар һеч тонуған әмәс».  
18«Уларниң нәзиридә Худадин қорқидиған иш йоқтур».  
19Тәвраттики барлиқ сөзләрниң Тәврат қануни астида яшайдиғанларға қарита ейтилғанлиғи бизгә аян. Буларниң мәхсити, һәр инсанниң ағзи банә көрситәлмәй тувақлинип, пүткүл дуниядикиләр Худаниң сориғида әйипкар екән дәп аян қилинсун, дегәнликтур.
20Шуңа, һеч қандақ әт егиси Тәврат-қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән Худаниң алдида һәққаний һесапланмайду; чүнки Тәврат қануни арқилиқ инсан өз гунайини тонуп йетиду.

Read Римлиқларға 3Римлиқларға 3
Compare Римлиқларға 3:6-20Римлиқларға 3:6-20