Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Римлиқларға - Римлиқларға 14

Римлиқларға 14:14-20

Help us?
Click on verse(s) to share them!
14Рәббимиз Әйсада болғанлиғимдин шуниңға қәтъий ишәндүрүлүп билимәнки, һәр қандақ нәрсә өзлигидин һарам әмәстур; лекин бир нәрсини һарам дәп қариған киши үчүн, у униңға һарамдур.
15Әгәр йемәклигиң түпәйлидин қериндишиңни азапқа қойған болсаң, меһир-муһәббәт йолида маңмиған болисән. Мәсиһ униң үчүн Өз җенини пида қилип өлгән, бу қериндишиңни йемәклигиң билән набут қилма!
16Әнди силәр яхши дәп қариған ишларниң яман дейилишигә сәвәпчи болуп қалмаңлар.
17Чүнки Худаниң падишаһлиғи йемәк-ичмәктә әмәс, бәлки Муқәддәс Роһта болған һәққанийлиқ, енақлиқ-хатирҗәмлик вә шатлиқтидур.
18Буларда яшап Мәсиһкә хизмәт қилғучи киши Худани хурсән қилиду вә инсанларниң тәриплишигә сазавәр болиду.
19Шуниң үчүн өзимизни енақлиқни илгири сүридиған вә бир-биримизниң етиқатини қуруп чиқидиған ишларға атайли.
20Йемәкликни дәп Худаниң әҗрини набут қилмаңлар. Һәммә нәрсә дәрвәқә һалалдур; бирақ бириси йегини билән етиқатида путлашса, у униңға яман һесаплиниду.   

Read Римлиқларға 14Римлиқларға 14
Compare Римлиқларға 14:14-20Римлиқларға 14:14-20