Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Римлиқларға - Римлиқларға 12

Римлиқларға 12:1-15

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Шуңа, әй қериндашлар, Худаниң рәһимдиллиғи билән силәрдин шуни өтүнимәнки, тениңларни муқәддәс, Худани хурсән қилидиған, тирик қурбанлиқ сүпитидә Униңға беғишлаңлар. Мана бу силәрниң Худаға қилидиған һәқиқий ибадитиңлардур.  
2Бу дунияниң қелипиға кирип қалмаңлар, бәлки ой-пикриңларниң йеңилиниши билән өзгәртилиңлар; ундақ қилғанда Худаниң яхши, қобул қиларлиқ вә мукәммәл ирадисиниң немә екәнлигини испатлап биләләйсиләр.  
3Маңа ата қилинған шапаәткә асасән һәр бириңларға шуни ейтимәнки, өзүңлар тоғрилиқ өзәңларда бар болғинидин артуқ ойлимай, бәлки Худа һәр бириңларға тәқсим қилған ишәшниң миқдариға асасән салмақлиқ билән өзүңларни дәңсәп көрүңлар.
4Чүнки тенимиз көплигән әзалардин тәркиб тапқан һәмдә һәр бир әзайимизниң охшаш болмиған роли болғандәк,
5бизму көп болғинимиз билән Мәсиһтә бир тән болуп бир-биримизгә бағлинишлиқ әза болимиз.
6Шуниң үчүн бизгә ата қилинған меһри-шәпқәт бойичә, һәр хил роһий илтипатлиримизму бар болди. Бирисигә ата қилинған илтипат вәһийни йәткүзүш болса, ишәшисиниң даирисидә вәһийни йәткүзсун;
7башқиларниң хизмитини қилиш болса, хизмәт қилсун; тәлим бериш болса, тәлим бәрсун;
8риғбәтләндуруш болса, риғбәтләндурсун; сәдиқә бериш болса, мәртлик билән сәдиқә бәрсун; йетәкләш болса, әстайидиллиқ билән йетәклисун; хәйрхаһлиқ көрситиш болса, хошал-хурамлиқ билән қилсун.
9Меһир-муһәббитиңлар сахта болмисун; рәзилликтин нәпрәтлиниңлар, яхшилиққа чиң бағлиниңлар;
10Бир-бириңларни қериндашларчә қизғин меһир-муһәббәт билән сөйүңлар; бир-бириңларни һөрмәтләп жуқури орунға қоюңлар.  
11интилишиңларда еринмәңлар, роһ-қәлбиңлар ялқунлап көйүп туруп, Рәбкә қулларчә хизмәт қилиңлар.
12Үмүттә болуп шатлинип жүрүңлар; мушәққәт-қийинчилиқларға сәвир-тақәтлик болуңлар; дуайиңларни һәр қандақ вақитта тохтатмаңлар.
13Муқәддәс бәндиләрниң еһтияҗидин чиқиңлар; меһмандостлуққа интилиңлар;
14Силәргә зиянкәшлик қилғучиларға бәхит тиләңлар; пәқәт бәхит тиләңларки, уларни қарғимаңлар.
15Шатланғанлар билән биллә шатлиниңлар; қайғуруп жиғлиғанлар билән биллә қайғуруп жиғлаңлар.

Read Римлиқларға 12Римлиқларға 12
Compare Римлиқларға 12:1-15Римлиқларға 12:1-15