Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Римлиқларға - Римлиқларға 11

Римлиқларға 11:18-25

Help us?
Click on verse(s) to share them!
18әнди сундуруветилгән әшу шахлардин өзүңни үстүн қилип махтанма. Махтансаң, шуни унтумиғинки, сән йилтизни әмәс, йилтиз сени көтирип қувәтләватиду.
19Сән әнди: «Шахлар мениң улинишим үчүн сундуриветилди» — дейишиң мүмкин.
20Тоғра, улар етиқатсизлиқтин сундурулди; сән болсаң, етиқатиң билән тик турисән; бирақ униңдин мәғрурланма, әксичә Худадин қорқ!
21Чүнки Худа әйни вақтида бу дәрәқниң өз шахлирини айимиған екән, сениму айимаслиғи мүмкин.
22Мана, бу ишларда Худаниң меһриванлиғиға һәмдә қаттиқ қол екәнлигигә қара. У Өз йолидин жиқилип чүшкәнләргә қаттиқ қол еди, лекин саңа (меһриванлиғида давамлиқ турсаңла) меһриванлиқ көрсәтмәктә. Ундақ болмиғанда, сәнму кесип ташлинисән.
23Йәһудийларму етиқатсизлиқта чиң туривалмиса, әслидики дәрәққә улиниду. Чүнки Худа уларни қайта улашқа қадирдур.
24Чүнки әгәр сән явайи зәйтун дәриғидин кесип елинип, тәбиий қанунийәткә хилап һалда бағдики яхши зәйтун дәриғигә уланған йәрдә, әслидики бу тәбиий шахларниң өз дәриғикә улиниши техиму мүмкинғу?!
25Қериндашлар, өзүңларни үстүн вә әқиллиқ чағлаштин сақлинишиңлар үчүн, вәһий қилинған шу сирдин хәвәрсиз қелишиңларни халимаймәнки, та Худа таллиған Йәһудий әмәсләрниң сани толуқланғичә, Исраилниң бир қисми таш жүрәкликкә қалдурулиду;   

Read Римлиқларға 11Римлиқларға 11
Compare Римлиқларға 11:18-25Римлиқларға 11:18-25