Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Римлиқларға - Римлиқларға 11

Римлиқларға 11:1-22

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Ундақта, шуни сораймәнки: — Худа Өз хәлқидин ваз кәчтиму? Һәргиз ундақ әмәс! Мәнму Ибраһим әвладидин, Бинямин қәбилисидин болған бир Исраилғу!
2Худа алдин көңлигә пүккән Өз хәлқидин ваз кәчкини йоқ. Муқәддәс язмиларда Иляс пәйғәмбәр һәққидә немә дейилгәнлиги силәргә аян әмәсму? У Исраиллардин азар чекип Худаға йелинип: —
3«И Пәрвәрдигар, улар Сениң пәйғәмбәрлириңни өлтүрүшти, қурбангаһлириңни чеқишти. Пәқәт өзүм ялғузла қалдим, улар йәнә мениңму җенимни алмақчи болушуватиду», дегән.
4Худаниң униңға қайтурған калами қандақ болди? У: «Баалға тиз пүкмигән йәттә миң адәмни Өзүмгә елип қалдим» — дегән.  
5Худди шуниңдәк, бүгүнки күндиму Худаниң шапаити билән Исраилдин Өзи таллиған бир «қалди» бар.
6Уларниң таллиниши шапаәт билән болған болса, ундақта өзлириниң әҗир-әмили билән болған әмәс. Әмәлләрдин болған болса, шапаәт шапаәт болмай қалатти.  
7Нәтиҗидә қандақ болди? Исраиллар издигинигә еришәлмиди, лекин улардин талланғанлар еришти. Қалғанларниң болса, көңүллири бихудлаштурулди.  
8Худди муқәддәс язмиларда ейтилғинидәк: — «Худа уларниң роһ-қәлбини ғәпләткә салди, Бүгүнгә қәдәр көзлирини көрмәс, Қулақлирини аңлимас қилди».  
9Шуниңдәк Давут пәйғәмбәрму мундақ дегән: «Уларниң дәстихини өзлиригә қапқан вә қапқан болуп, Уларни путлаштуруп, қилмишлирини өз бешиға чүшүрсун!
10Көзлири қараңғулишип, көрәлмисун; Бәллирини мәңгү руслатмай пүкүлдүргәйсән!»  
11Ундақта, шуниму сорайки: Исраиллар жиқилип қайтидин турғузулмаслиққа путлашқанму? Һәргиз ундақ әмәс! Лекин уларниң тейилип итаәтсизлик қилғанлиғидин ниҗат ят әлликләргә йәткүзүлди. Буниңдин мәхсәт Исраилларни һәсәткә қозғаштин ибарәттур.
12Әнди уларниң тейилип итаәтсизлик қилиши дунияға асайишлиқ бәхш әткән болса, шундақла уларниң зиян тартқини әлләрни бейитқан болса, ундақта кәлгүсидә уларниң һәммисиниң толуқ ниҗатлиққа еришиши дунияға техиму зор бәхит елип кәлмәмду?!
13Әнди силәр әлликләргә сөзләватимән; мән әлликләргә расул сүпитидә бекитилгәндин кейин, вәзипәмни шан-шәрәплик дәп улуқлаймәнки,   
14җанҗигәрлирим болғанларниң һәситини қозғап, уларниң бәзилирини қутулдурармәнмекин дегән үмүттә болимән.
15Чүнки уларниң ташливетилгәнлигиниң нәтиҗиси дуниядики әлләрни Худа билән енақлаштуруш болса, ундақта уларниң қобул қилиниши өлүмдин тирилиш болмай немә?
16Һосулдин тунҗа болуп чиққан хемирдики калләк муқәддәс һесапланса, пүтүн хемир муқәддәс дәп һесаплиниду. Дәрәқниң йилтизи муқәддәс болса, шахлириму муқәддәс болиду.   
17Зәйтун дәриғиниң бир нәччә шехи дәрвәқә сундуриветилгән еди, вә сән явайи зәйтун көчити болуп, уларниң орниға уландиң. Мана әнди дәрәқ йилтизидин озуқлуқ елип, мол ширнисидин бәһримән болғучи болған екәнсән,
18әнди сундуруветилгән әшу шахлардин өзүңни үстүн қилип махтанма. Махтансаң, шуни унтумиғинки, сән йилтизни әмәс, йилтиз сени көтирип қувәтләватиду.
19Сән әнди: «Шахлар мениң улинишим үчүн сундуриветилди» — дейишиң мүмкин.
20Тоғра, улар етиқатсизлиқтин сундурулди; сән болсаң, етиқатиң билән тик турисән; бирақ униңдин мәғрурланма, әксичә Худадин қорқ!
21Чүнки Худа әйни вақтида бу дәрәқниң өз шахлирини айимиған екән, сениму айимаслиғи мүмкин.
22Мана, бу ишларда Худаниң меһриванлиғиға һәмдә қаттиқ қол екәнлигигә қара. У Өз йолидин жиқилип чүшкәнләргә қаттиқ қол еди, лекин саңа (меһриванлиғида давамлиқ турсаңла) меһриванлиқ көрсәтмәктә. Ундақ болмиғанда, сәнму кесип ташлинисән.

Read Римлиқларға 11Римлиқларға 11
Compare Римлиқларға 11:1-22Римлиқларға 11:1-22