Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Пәнд-несиһәтләр - Пәнд-несиһәтләр 3

Пәнд-несиһәтләр 3:8-30

Help us?
Click on verse(s) to share them!
8Шундақ қилғиниңда, бу ишлар дәрдиңгә дәрман, Устиханлириңға илик болиду.
9Пәрвәрдигарниң һөрмитини қилип мал-дунияйиңдин һәдийәләрни сунғин, Етизиңдин тунҗа чиққан мәһсулатлириңдин Униңға атиғин;
10Шундақ қилғиниңда, амбарлириң ашлиққа толуп ташиду, Шарап көлчәклириңдә йеңи шарап ешип-тешип туриду.
11И оғлум, Пәрвәрдигарниң тәрбийисигә бепәрвалиқ қилма, Униң тәнбиһидин бәзмә.
12Чүнки, ата әзиз көргән оғлиға тәнбиһ-тәрбийә бәргәндәк, Пәрвәрдигар кимни сөйгән болса униңға тәнбиһ-тәрбийә бериду.
13Даналиққа муйәссәр болған киши, Йоруқлуққа егә болған киши немидегән бәхитлик-һә!
14Чүнки даналиқниң пайдиси күмүчниң пайдисидин көптур, Қиммити сап алтунниңкидинму зиядидур.
15У ләәл-яқутлардин қиммәтликтур, Интизар болған һәр қандақ нәрсәңдин һеч бириму униңға тәң кәлмәстур.
16Даналиқниң оң қолида узун өмүр, Сол қолида байлиқ вә шөһрәт бардур.
17Униң йоллири саңа хуш пурақ туюлур, Униң барлиқ тәриқилири сени арам тапқузур.
18У өзини тапқан адәмгә «һаятлиқ дәриғи»дур, Уни чиң тутқан киши немидегән бәхитлик!
19Пәрвәрдигар даналиқ билән йәр-зиминни бәрпа қилди, Һекмәт билән асманни орнатти.
20Униң билими билән йәрниң чоңқур қатламлири йерилди, Һәмдә булутлардин шәбнәм чүшти.  
21И оғлум! Даналиқ билән билимни көзүңдин чиқарма, Пишқан һекмәт вә пәм-парасәтни чиң тут.
22Шуниң билән улар җениңға җан қошиду, Бойнуңға есилған есил марҗандәк саңа гөзәллик қошиду.
23Шу чағда йолуңда аман-есән маңалайсән, Йолда путлашмайсән.
24Ятқанда һеч немидин қорқмайсән, Йетишиң биләнла татлиқ ухлайсән.
25Бешиңға дәһшәтлик вәһимә чүшкәндә қорқмиғин, Рәзилләрниң вәйранчилиғидин ғәм қилмиғин!  
26Чүнки Пәрвәрдигар сениң таянчиңдур, У путуңни қапқанлардин нери қилиду.
27Пәқәт қолуңдин кәлсила, һаҗәтмәнләрдин яхшилиқни айимиғин.
28Қолум-хошнилириң сениңдин өтнә сорап кирсә, «Қайтип кетип, әтә кәлгин, әтә берәй» — демигин.
29Хошнаңға зиянкәшлик нийитидә болма, Чүнки у саңа ишинип йениңда хатирҗәм яшайду.
30Бириси саңа зиян йәткүзмигән болса, Униң билән сәвәпсиз маҗиралашма.

Read Пәнд-несиһәтләр 3Пәнд-несиһәтләр 3
Compare Пәнд-несиһәтләр 3:8-30Пәнд-несиһәтләр 3:8-30