6Чүнки Пәрвәрдигар даналиқ бәргүчидур; Униң ағзидин билим билән йоруқлуқ чиқиду.
7У дурус яшаватқанлар үчүн мол һекмәт тәйярлап қойғандур, У виҗданлиқ адәмләр үчүн қалқандур.
8У адиллиқ қилғучиларниң йоллирини асрайду, Ихласмән бәндилириниң йолини қоғдайду.
9У чағда һәққанийлиқ, адиллиқ вә дуруслуқни, Шундақла һәр қандақ гөзәл йолни чүшинидиған болисән.