23Башқиларниң хаталиқини очуқ әйиплигән киши, Һаман хушамәт қилғучиға қариғанда көпрәк илтипат тапар.
24Ата-анисиниң тәәллуқатини оғрилап, «Бу һеч қандақ гуна әмәс» дегән киши, Һалак қилғучиниң шеригидур.
25Нәпси тоймиғур киши җедәл-маҗира терийду; Бирақ Пәрвәрдигарға таянған киши әтлинәр.
26Өзиниң көңлигә ишәнгән киши ахмақтур; Бирақ даналиқ билән маңған ниҗат тапар.
27Намратларға хәйрхаһлиқ қилидиған киши муһтаҗлиқ тартмас; Лекин һаҗәтмәнни көрсиму көрмәскә салған киши көплигән қарғишқа учрар.