4Ахмақниң әхмиқанә гепи бойичә униңға җавап бәрмигин, Җавап бәрсәң өзүң униңға охшап қелишиң мүмкин.
5Ахмақниң әхмиқанә гепи бойичә униңға җавап бәргин, Җавап бәрмисәң у өзиниң ахмақлиғини әқиллиқ дәп чағлар.
6Өз путини кесивәткәндәк, Өз бешиға зулмәт тилигәндәк, Ахмақтин хәвәр йоллашму шундақ бир иштур.
7Токурниң карға кәлмигән путлиридәк, Ахмақниң ағзиға селинған пәнд-несиһәтму бекар болур.
8Салғиға ташни бағлап атқандәк, Ахмаққа һөрмәт билдүрүшму әхмиқанә иштур.
9Ахмақниң ағзиға селинған пәнд-несиһәт, Мәсниң қолиға санҗилған тикәндәктур.
10Өз йеқинлирини қарисиға зәхимләндүргән оқячидәк, Ахмақни яки удул кәлгән адәмни яллап ишләткән ғоҗайинму охшашла зәхимләндүргүчидур.