Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Пәнд-несиһәтләр - Пәнд-несиһәтләр 21

Пәнд-несиһәтләр 21:6-18

Help us?
Click on verse(s) to share them!
6Яғлима тил билән еришкән байлиқлар, Өлүмни издәп жүргәнләр қоғлап жүргән бир түтүнла, халас.
7Яманларниң залимлиғи өзлирини чирмивалар; Чүнки улар адаләт йолида меңишни рәт қилған.
8Җинайәткар маңидиған йол наһайити әгирдур; Сап дил адәмниң һәрикити түптүздур.
9Соқушқақ хотун билән азадә өйдә биллә турғандин көрә, Өгүзниң бир булуңида ялғуз йетип қопқан яхши.  
10Яман кишиниң көңли яманлиққила һерисмәндур; У йеқиниғиму шапаәт көрсәтмәс.
11Һакавурниң җазаға тартилиши, билимсизгә ибрәт болар; Дана киши қобул қилған несиһәтләрдин техиму көп билим алар.  
12Һәққаний Болғучи яманниң өйини көзләр; У һаман яманларни яманлиққа қоюп жиқитар.
13Мискинләрниң налисиға қулиқини йопутуп кари болмиғучи, Ахири өзи пәряд көтирәр, Бирақ һеч ким пәрва қилмас.
14Йошурун соғат ғәзәпни басар; Йәң ичидә берилгән пара қәһр-ғәзәпни пәсәйтәр.  
15Адаләтни беҗа кәлтүрүш һәққанийларниң хошаллиғидур, Бирақ яманлиқ қилғучиларға вәһимидур.
16Һекмәт йолидин езип кәткән киши, Әрваһларниң җамаити ичидикиләрдин болуп қалар.
17Тамашәға берилгән киши намрат қалар; Яғ чайнашқа, шарап ичишкә амрақ бейимас.
18Яман адәм һәққаний адәм үчүн гөрү пулиниң орнида қалар; Езилгән дурусларниң орниға ипласлар қалар.

Read Пәнд-несиһәтләр 21Пәнд-несиһәтләр 21
Compare Пәнд-несиһәтләр 21:6-18Пәнд-несиһәтләр 21:6-18