Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Пәнд-несиһәтләр - Пәнд-несиһәтләр 1

Пәнд-несиһәтләр 1:10-33

Help us?
Click on verse(s) to share them!
10И оғлум, яманлар сени аздурса, уларға әгәшмигин.
11Әгәр улар: — Жүр, қапқан қуруп адәм өлтүрәйли; Йошурунивелип, бирәр бегуна кәлгәндә урайли!
12Тәһтисарадәк уларни жутуветәйли, Сақ болсиму, һаңға чүшкәнләрдәк уларни жиқитайли;
13Улардин хилму-хил қиммәтлик мал-дунияға егә болуп, Өйлиримизни олҗа билән толдуримиз.
14Биз билән шерик бол, Һәмянимиз бир болсун, десә, —
15И оғлум, уларға йолдаш болма, Өзүңни уларниң изидин нери қил!
16Чүнки уларниң путлири рәзилликкә жүгүриду, Қолини қан қилиш үчүн алдирайду.
17Һәр қандақ учарқанат туюп қалғанда қапқан қоюш бекар аваричиликтур;
18Лекин булар дәл өз қенини төкүш үчүн сақлайду; Өз җанлириға замин болушни күтиду.
19Нәпси йоғинап кәткән һәр бир адәмниң йоллириниң ақивити мана шундақ; Һарам мал-дуния өз егилириниң җенини алиду.
20Бүйүк даналиқ кочида очуқ-ашкарә хитап қилмақта, Чоң мәйданларда садасини аңлатмақта.
21Коча доқмушлирида адәмләрни чақирмақта, Шәһәр дәрвазилирида сөзлирини җакалимақта: —
22И саддилар, қачанғичә мушундақ наданлиққа берилисиләр? Мәсқирә қилғучилар қачанғичә мәсқириликтин һозур алсун? Ахмақлар қачанғичә билимдин нәпрәтләнсун?!
23Тәнбиһлиримгә қулақ селип маңған йолуңлардин янған болсаңлар еди! Роһумни силәргә төкүп берәттим, Сөзлиримни силәргә билдүргән болаттим.
24Лекин чақирсам, аңлимидиңлар; Қолумни узартсам, һеч қайсиңлар қаримидиңлар.
25Несиһәтлиримниң һәммисигә пәрва қилмидиңлар, Тәнбиһимни аңлашни қилчә халимидиңлар.
26Шуңа, бешиңларға балайиқаза кәлгәндә күлимән, Вәһимә силәргә йетиши билән мәсқирә қилимән.
27Һалакәт елип кәлгән вәһимә үстүңләргә чүшкәндә, Вәйранчилиқ силәргә қуюнтаздәк кәлгәндә, Силәр еғир қайғуға вә азапқа муптила болғиниңларда —
28У чағда мошу кишиләр мәндин өтүнүп чақириду, Мән пәрва қилмаймән, Мени тәлмүрүп издисиму, тапалмайду.
29Улар билимгә нәпрәтләнгинидин, Пәрвәрдигардин әйминишни таллимиғинидин,
30Мениң нәсиһитимни қилчә қобул қилғуси йоқлуғидин, Тәнбиһимгиму пәрва қилмиғиниңлардин,
31Улар өз бешини йәйду, Өз қәстлиридин толуқ азап тартиду;
32Чүнки саддиларниң йолдин чиқиши өз җениға замин болиду; Ахмақлар раһәтлик турмушидин өзлирини һалак қилиду.
33Лекин маңа қулақ салғанлар аман-есән яшайду, Балайиқазалардин, ғәм-әндишләрдин халий болуп, хатирҗәм туриду.

Read Пәнд-несиһәтләр 1Пәнд-несиһәтләр 1
Compare Пәнд-несиһәтләр 1:10-33Пәнд-несиһәтләр 1:10-33