3Кишиниң ахмақлиги өз йолини астин-үстин қиливетәр; Шундақ туруқлуқ у көңлидә Пәрвәрдигардин рәнҗип ағринар.
4Байлиқ достни көп қилар; Мискинләр бар достидинму айрилип қалар.
5Ялған гувалиқ қилған җазаланмай қалмас; Ялған ейтқучиму җазадин қутулалмас.
6Тола адәм сехийдин илтипат көзләр; Соғат берип турғучиға һәммә киши досттур.
7Намратлашқандин қериндашлириму зерикәр; Униң достлири техиму жирақ қачар; Ялвуруп қоғлисиму, улар тепилмас.
8Пәм-парасәткә еришкүчи өзигә көйүнәр; Нурни сақлиған кишиниң бәхити болар.
9Ялған гувалиқ қилған җазаланмай қалмас; Ялған ейтқучиму һалак болар.