Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Пәнд-несиһәтләр - Пәнд-несиһәтләр 16

Пәнд-несиһәтләр 16:24-32

Help us?
Click on verse(s) to share them!
24Йеқимлиқ сөзләр гоя һәсәлдур; Көңүлләрни хуш қилип тәнгә давадур.
25Адәм балисиға тоғридәк көрүнидиған бир йол бар, Лекин ақивити һалакәткә баридиған йоллардур.
26Ишлигүчиниң иштийи уни ишқа салар; Униң қарни униңға һайдакчилик қилар.
27Муттәһәм киши яман гәпни колап жүрәр; Униң ләвлири лавулдап турған отқа охшар.  
28Әгир адәм җедәл-маҗира туғдурғучидур; Ғәйвәтчи йеқин достларни айриветәр.
29Зораван киши йеқин адимини аздурар; Уни яман йолға башлап кирәр.
30Көзини жумувалған киши яман нийәтни ойлар; Левини чишлигән киши яманлиққа тәйярдур.  
31Һәққанийәт йолида ақарған чач, Адәмниң шөһрәт таҗидур.
32Асан аччиқлимайдиған киши палвандин әвзәлдур; Өзини тутувалған шәһәр алғандинму үстүндур.

Read Пәнд-несиһәтләр 16Пәнд-несиһәтләр 16
Compare Пәнд-несиһәтләр 16:24-32Пәнд-несиһәтләр 16:24-32