Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Пәнд-несиһәтләр - Пәнд-несиһәтләр 11

Пәнд-несиһәтләр 11:3-29

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3Тоғриларниң сәмимийлиги өзини йетәкләр; Лекин каззапларниң әгирлиги өзини вәйран қилар.
4Худаниң ғәзәп күнидә мал-дунияниң пайдиси болмас; Лекин һәққанийәт адәмни өлүмдин қутқузар.
5Камил адәмниң һәққанийлиғи өзини түз йолға башлар; Яман адәм өз яманлиғидин жиқилар.
6Дурус адәмләрниң һәққанийлиғи өзлирини қутқузар; Лекин каззаплар өз һейлә-нәйриңидин тутулар.
7Рәзил адәм өлсә, униң үмүти йоққа чиқар; Гунакарниң үмүти ахири қуруқ қалар.
8Һәққаний адәм қийинчилиқтин халий қилинар; Рәзил адәм униң орниға тутулар.
9Мунапиқлар өз ағзи билән йеқинини бузар; Лекин һәққанийлар билими билән қутқузулар.
10Һәққаний адәм ронақ тапса, шәһәр хуш болар; Рәзил адәм һалак болса, хәлиқ тәнтәнә қилар.
11Тоғриларниң бәрикәт тиләшлири билән шәһәр гүллинәр; Лекин рәзилләрниң тили билән вәйран болар.
12Өз йеқинини сөкидиған киши — әқилсиздур; Амма йорутулған адәм ағзини жиғар.
13Гәп тошуғучи мәхпийәтләрни ашкарилар; Садиқ адәм аманәткә хиянәт қилмас.
14Йолйоруқ кам болса, әл-жут жиқилар; Улуқ бир мәслиһәтчи болса, әл ниҗат тапар.  
15Ятқа борун болған киши зиян тартмай қалмас; Қол беришип кепил болушни яман көргән кишиниң қулиқи тинич болар.
16Шапаәтлик аял иззәт-һөрмәтни қолдин бәрмәс; Зораванлар байлиқни қолдин бәрмәс.
17Рәһимдил өз-өзигә бәхит яритар; Рәһимсиз өз тенини ағритар.
18Яман адәмләрниң алған иш һәққи уларни алдар, бәрикәтсиз болар; Амма һәққанийәт териғучи адәм әмәлий инъам алар.
19Һәққанийәт адәмгә һаятлиқ тапқузар; Яманлиқни көзләп жүридиған киши өлүмгә йүз тутар.
20Нийити бузуқ киши Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Амма йоли диянәтлик кишиләр униң хурсәнлигидур.
21Қол тутушуп бирләшсиму, яманлар җазаға тартилмай қалмас; Лекин һәққанийларниң нәсли ниҗат тапар.  
22Чирайлиқ амма тетиқсиз хотун, Чошқиниң тумшуғиға алтун һалқа салғандәктур.
23Һәққанийларниң арзуси пәқәт яхши мевә елип келәр; Яманларниң күткини ғәзәп-нәпрәттур.
24Бирәв мәртләрчә тарқатсиму, гүллинәр; Йәнә бирәв беришкә тегишлигини айисиму, пәқәт намратлишар.
25Мәрт адәм әтлинәр; Башқиларни суғарғучи өзиму суғирилар.
26Ашлиқни сатмай бесивалған киши әлниң ләнитигә учрайду; Лекин ашлиқни сетип бәргүчигә бәрикәт тилинәр.
27Яхшилиқни издәп интилгән адәм шапаәт тапар; Яманлиқни издигән адәм өзи яманлиқ көрәр.
28Өз мал-дуниясиға таянғучи жиқилар; Һәққаний киши йопурмақтәк көкирәр.
29Өз өйигә азарчилиқ салған киши шамалға мирас болар; Әқилсиз адәм ақиланиниң қули болуп қалар.

Read Пәнд-несиһәтләр 11Пәнд-несиһәтләр 11
Compare Пәнд-несиһәтләр 11:3-29Пәнд-несиһәтләр 11:3-29