21Һәққаний адәмниң сөзлири нурғун кишини қувәтләр; Ахмақлар әқли кәмлигидин өләр.
22Пәрвәрдигарниң ата қилған бәрикити адәмни дөләтмән қилар; У бәрикитигә һеч бир җапа-мушәққәт қошмас.
23Ахмақ қәбиһликни тамашә дәп биләр; Амма даналиқ йорутулған кишиниң хурсәнлигидур.
24Яман киши немидин қорқса шуниңға учрар; Һәққаний адәмниң арзуси әмәлгә ашурулар.
25Яман адәм қуюндәк өтүп йоқар; Лекин һәққаний адәм мәңгүлүк һулдәктур.
26Адәм аччиқ су жутувалғандәк, Көзигә ис-түтәк кирип кәткәндәк, Һорун адәмни ишқа әвәткәнму шундақ болар.
27Пәрвәрдигардин әйминиш өмүрни узун қилар, Яманниң өмри қисқартилар.
28Һәққаний адәмниң үмүти хурсәнлик елип келәр; Лекин рәзилниң күткини йоққа чиқар.
29Пәрвәрдигарниң йоли дурус яшаватқанларға башпанаһдур; Қәбиһлик қилғучиларға болса һалакәттур.
30Һәққанийларниң орни мустәһкәмдур; Яманлар зиминда узун турмас.
31Һәққаний адәмниң ағзидин даналиқ чиқар; Лекин шумлуқ тил кесип ташлинар.
32Һәққаний адәмниң сөзи кишигә мок хушяқар; Яман адәмниң ағзидин шумлуқ чиқар.