Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «2» - Падишаһлар «2» 14

Падишаһлар «2» 14:22-28

Help us?
Click on verse(s) to share them!
22(падишаһ атиси ата-бовилириниң арисида ухлиғандин кейин, Елат шәһирини қайтидин ясап, Йәһудаға йәнә тәвә қилғучи дәл Азария еди).
23Йәһуданиң падишаһи Йоашниң оғли Амазияниң сәлтәнитиниң он бәшинчи жилида, Исраилниң падишаһи Йәһоашниң оғли Йәробоам һөкүм сүрүшкә башлап, Самарийәдә қириқ бир жил сәлтәнәт қилди.
24У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; у Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналириниң һеч бирини ташлимиди.
25Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң өз қули Гат-Һәфәрлик Амиттайниң оғли Юнус пәйғәмбәр арқилиқ ейтқан сөзи әмәлгә ашурулуп, у шималда Хамат райониға кириш еғизидин тартип җәнупта «Арабаһ деңизи»ғичә Исраилниң чегаралирини кеңәйтип әслигә кәлтүрди.   
26Чүнки Пәрвәрдигар Исраилниң тартқан азаплириниң интайин қаттиқ екәнлигини көрди; аҗизлар һәм мәйиплардин башқа һеч ким қалмиди, Исраилға мәдәткар йоқ еди.
27Пәрвәрдигар: «Исраилниң намини асманниң астидин йоқитимән» дегән әмәс еди; шуңа У Йәһоашниң оғли Йәробоамниң қоли билән уларни қутқузди.
28Әнди Йәробоамниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин униң сәлтәнитиниң қудрити вә қандақ җәң қилип, әсли Йәһудаға тәвә болған Дәмәшиқ билән Хаматни яндурувалғанлиғи «Исраил падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?

Read Падишаһлар «2» 14Падишаһлар «2» 14
Compare Падишаһлар «2» 14:22-28Падишаһлар «2» 14:22-28