Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «2» - Падишаһлар «2» 12

Падишаһлар «2» 12:3-19

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3Пәқәт «жуқури җайлар»ла йоқитилмиди; хәлиқ йәнила «жуқури җайлар»ға чиқип қурбанлиқ қилип хушбуй яқатти.
4Йәһоаш каһинларға: — Пәрвәрдигарниң өйигә Худаға аталған һәммә пул, җүмлидин ройхәттин өткүзүлгән һәр кишиниң баҗ пули, қәсәм ичкәнләрниң пули вә һәр ким ихтияри билән Пәрвәрдигарниң өйигә беғишлап әкәлгән һәммә пулни   
5каһинлар ғәзничиләрдин тапшурувелип Пәрвәрдигарниң өйиниң қайси йери бузулған болса, шу пулни ишлитип шуларни оңшисун, деди.
6Лекин Йәһоаш падишаһниң сәлтәнитиниң жигирмә үчинчи жилиғичә, каһинлар ибадәтханиниң бузулған йәрлирини техичә оңлимиған еди.
7Андин Йәһоаш падишаһ Йәһояда каһин вә башқа каһинларни чақирип уларға: — Немишкә ибадәтханиниң бузулған йәрлирини оңшимидиңлар? Мундин кейин ғәзничиләрдин пул алмаңлар вә өзүңлар ибадәтханиниң бузулған йәрлирини оңлатмаңлар, деди.
8Шуниң билән каһинлар мақул болушуп: Биз буниңдин кейин хәлиқтин пул алмаймиз һәм өзимиз ибадәтханиниң бузулған йәрлириниму оңшимаймиз, деди.
9Әнди Йәһояда каһин бир сандуқни елип чиқип, япқучидин бир төшүк тешип уни қурбангаһниң йениға қойди; кишиләр Пәрвәрдигарниң өйигә киргәндә, у оң тәрәптә туратти. Дәрвазиға қарайдиған каһинлар Пәрвәрдигарниң өйигә кәлтүрүлгән барлиқ пулни униңға салатти.
10Вә шундақ болаттики, улар сандуқта көп пул чүшкәнлигини көрсә, падишаһниң кативи билән баш каһин ибадәтханиға чиқип, Пәрвәрдигарниң өйидики пулни халтиға чигип, санап қоятти.
11Андин улар Пәрвәрдигарниң өйини оңшайдиған иш башлириға өлчәп-һесаплап берәтти. Улар болса уни Пәрвәрдигарниң өйини оңшайдиған яғаччи билән тамчилар,
12ташчилар билән таштирашларға берәтти. Улар мошу пулни Пәрвәрдигарниң өйиниң бузулған йәрлирини оңшашқа лазим болған яғач билән оюлған ташларни сетивелишқа, шуниңдәк ибадәтханини оңшашқа вә һәммә башқа чиқимға ишлитәтти.
13Лекин Пәрвәрдигарниң өйигә кәлтүрүлгән пул ибадәтханиға атилидиған күмүч қача-қучилар, пичақлар, пиялиләр, канайлар, я алтундин яки күмүчтин ясалған башқа һәр қандақ нәрсиләрни яситишқа ишлитилмәйтти.
14Улар бәлки шу пулни иш бешилириға берип, Пәрвәрдигарниң өйини оңшитатти.
15Улар пулни иш беҗиргүчиләрниң ишләмчиләргә тәқсим қилип бериши үчүн тапшуратти; лекин униң һесаватини қилмайтти; чүнки булар инсап билән иш қилатти.
16Лекин итаәтсизлик қурбанлиғи пули билән гуна қурбанлиғиға мунасивәтлик пуллар Пәрвәрдигарниң өйигә елип келинмәйтти; у каһинларға тәвә еди.
17У вақитта Сурийә падишаһи Һазаәл Гат шәһиригә һуҗум қилип, уни ишғал қилди. Андин Һазаәл Йерусалимға һуҗум қилишқа йүзләнди.
18Шуниң билән Йәһуданиң падишаһи Йәһоаш өз ата-бовилири болған Йәһуда падишаһлири Йәһошафат, Йорам вә Аһазия Пәрвәрдигарға тәқдим қилған һәммә муқәддәс буюмларни, вә өзи тәқдим қилғанлирини Пәрвәрдигарниң өйи һәм падишаһниң ордисиниң ғәзнилиридин издәп тапқан барлиқ алтунға қошуп, һәммисини Сурийәниң падишаһи Һазаәлгә әвәтти; андин Һазаәл Йерусалимдин чекинди.
19Йоашниң башқа әмәллири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишаһлириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?

Read Падишаһлар «2» 12Падишаһлар «2» 12
Compare Падишаһлар «2» 12:3-19Падишаһлар «2» 12:3-19