Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1» - Падишаһлар «1» 3

Падишаһлар «1» 3:25-28

Help us?
Click on verse(s) to share them!
25падишаһ: Тирик балини оттуридин кесип икки парчә қилип йеримини биригә, йәнә бир йеримни иккинчисигә бериңлар, деди.
26У вақитта тирик балиниң аниси өз балисиға ичини ағритип падишаһқа: — Аһ ғоҗам! Тирик балини униңға бәрсилә, һәргиз уни өлтүрмигәйлә! — дәп ялвурди. Лекин иккинчиси: — Уни нә мениңки нә сениңки қилмай, оттуридин кесиңлар, деди.
27Падишаһ җавапән: — Тирик балини униңға бериңлар, уни һеч өлтүрмәңлар; чүнки бу балиниң аниси шудур, деди.
28Пүткүл Исраил падишаһниң қилған һөкүми тоғрисида аңлиди вә улар падишаһдин қорқти, чүнки улар Худаниң адил һөкүмләрни чиқириш даналиқиниң униңда барлиғини көрди.

Read Падишаһлар «1» 3Падишаһлар «1» 3
Compare Падишаһлар «1» 3:25-28Падишаһлар «1» 3:25-28