12мана, сөзүң бойичә шундақ қилдим. Мана саңа шундақ дана вә йорутулған қәлбни бәрдимки, сәндин илгири саңа охшайдиғини болмиған, сәндин кейинму саңа охшайдиғини болмайду.
13мән сән тилимигән нәрсиниму, йәни дөләт-байлиқ вә шан-шөһрәтни саңа бәрдим. Шуниң билән барлиқ күнлириңдә падишаһларниң арисида саңа охшаш болидиғини чиқмайду.
14Әгәр атаң Давут маңғандәк Мениң йоллиримда меңип, бәлгүлимилирим вә әмирлиримни тутсаң күнлириңни узартимән, деди.