Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1» - Падишаһлар «1» 20

Падишаһлар «1» 20:13-15

Help us?
Click on verse(s) to share them!
13У вақитта бир пәйғәмбәр Исраилниң падишаһи Аһабниң қешиға келип: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Бу зор бир топ адәмни көрдүңму? Мана, Мән бу күни уларни сениң қолуңға тапшуримән; шуниң билән сән Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билисән», деди.
14Аһаб: — Кимниң вастиси билән болиду? Дәп сориди. У: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Валийларниң ғуламлири билән болиду», деди. У йәнә: — Ким һуҗумни башлайду? — дәп сориди. У: — Сән өзүң, деди.
15У вақитта валийларниң ғуламлирини санивиди, уларниң сани икки йүз оттуз икки нәпәр чиқти. Андин кейин у һәммә хәлиқни, йәни барлиқ Исраилларни санивиди, уларниң сани йәттә миң нәпәр чиқти.

Read Падишаһлар «1» 20Падишаһлар «1» 20
Compare Падишаһлар «1» 20:13-15Падишаһлар «1» 20:13-15