Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Падишаһлар «1» - Падишаһлар «1» 18

Падишаһлар «1» 18:19-43

Help us?
Click on verse(s) to share them!
19Әнди адәм әвәтип Кармәл теғида пүткүл Исраилни йенимға җәм қил, шундақла Йизәбәлниң дәстихинидин ғизалинидиған Баалниң төрт йүз әллик пәйғәмбири билән Ашәраһниң төрт йүз пәйғәмбирини жиғдур, — деди.
20Шуниң билән Аһаб Исраилларниң һәммисигә адәмләрни әвәтип, пәйғәмбәрләрни Кармәл теғиға жиғдурди.
21Илияс барлиқ хәлиққә йеқин келип: — Қачанғичә икки пикир арисида арисалди турисиләр? Әгәр Пәрвәрдигар Худа болса, униңға әгишиңлар; Баал Худа болса, униңға әгишиңлар, деди. Амма хәлиқ униңға җавап бәрмәй, үн-тин чиқармиди.
22Илияс хәлиққә: — Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәрлиридин пәқәт мән ялғуз қалдим. Амма Баалниң пәйғәмбәрлири төрт йүз әллик кишидур.
23Әнди бизгә икки буқа берилсун. Улар өзлиригә бир буқини таллап, союп парчилап отунниң үстигә қойсун, амма от яқмисун. Мәнму башқа бир буқини тәйяр қилип от яқмай отунниң үстигә қояй.
24Силәр болсаңлар, өз илаһлириңларниң намини чақирип нида қилиңлар. Мән болсам, Пәрвәрдигарниң намини чақирип нида қилимән. Қайси Худа от билән җавап бәрсә, шу Худа болсун, деди. Һәммә хәлиқ: — Бу убдан гәп, дәп җавап бәрди.
25Илияс Баалниң пәйғәмбәрлиригә: Силәр көп болғач авал өзүңлар үчүн бир буқини таллап тәйяр қилиңлар; андин һеч от яқмай өз илаһиңларниң намини қичқирип нида қилиңлар, деди.
26Улар униң дегини бойичә өзлиригә берилгән буқини елип уни тәйяр қилди. Әтигәндин чүшкичә улар Баалниң намини қичқирип: — И Баал, бизгә җавап бәргин! дәп нида қилди. Лекин һеч аваз яки һеч җавап болмиди. Улар расланған қурбангаһ чөрисидә тохтимай сәкрәйтти.
27Чүш киргәндә Илияс уларни заңлиқ қилип: — Үнлүкрәк қичқириңлар; чүнки у бир илаһ әмәсму? Бәлким у чоңқур хиялға чөмүп кәткәнду, яки иш билән чиқип кәткәнду, яки бир сәпәргә чиқип кәткәнду? Яки болмиса у ухлаватқан болуши мүмкин, уни ойғитишиңлар керәк?! — деди.
28Улар техиму үнлүк чақирип өз қаидиси бойичә қанға милинип кәткичә өзлирини қилич вә нәйзә билән тилатти.
29Чүштин кейин улар «бешарәт бериватқан» һаләткә чүшүп кәчлик қурбанлиқ вақтиғичә шу һаләттә турди. Лекин һеч аваз аңланмиди, яки җавап бәргүчи яки иҗабәт қилғучи мәлум болмиди.
30Илияс һәммә хәлиққә: — Йенимға йеқин келиңлар, деди. Һәммә хәлиқ униңға йеқин кәлгәндин кейин у Пәрвәрдигарниң шу йәрдики жиқитилған қурбангаһини қайтидин қуруп чиқти.
31Илияс он икки ташни алди. Бу ташларниң сани Пәрвәрдигарниң «Намиң Исраил болсун» дегән сөзини тапшурувалған Яқупниң оғуллиридин чиққан қәбилиләрниң сани билән охшаш еди.
32Шу ташлардин у Пәрвәрдигарниң нами билән бир қурбангаһни ясиди. У қурбангаһниң чөрисидә икки сеаһ дан патқидәк азгал колиди.
33Андин у отунни растлап, буқини парчилап отунниң төписигә қойди.
34У: — Төрт едишни суға тошқузуп уни көйдүрмә қурбанлиқ вә отунниң үстигә төкүңлар, — деди. Андин: Йәнә бир қетим қилиңлар» — девиди, улар шундақ қилди. У йәнә: — Үчинчи мәртивә шундақ қилиңлар, деди. Улар үчинчи мәртивә шундақ қилғанда
35су қурбангаһниң чөрисидин еқип чүшүп, коланған азгалниму су билән толдурди.
36Кәчлик қурбанлиқниң вақти кәлгәндә Илияс пәйғәмбәр қурбанлиққа йеқин келип мундақ дуа қилди: — Әй Пәрвәрдигар, Ибраһим билән Исһақ вә Исраилниң Худаси, Өзүңниң Исраилда Худа болғиниңни ашкарә қилғайсән, шундақла мениң Сениң қулуң болуп буларниң һәммисини буйруғуң билән қилғанлиғимни бүгүн билдүргәйсән.
37Маңа иҗабәт қилғайсән, әй Пәрвәрдигар, иҗабәт қилғайсән; шуниң билән бу хәлиққә сән Пәрвәрдигарниң Худа екәнлигиңни һәмдә уларниң қәлблирини тоғра йолға яндурғучи өзүң екәнлигиңни билдүргәйсән, деди.
38Шуниң билән Пәрвәрдигарниң оти чүшүп көйдүрмә қурбанлиқни, отунни, ташларни вә топини көйдүрүп азгалдики суниму йоқитивәтти.
39Хәлиқләрниң һәммиси буни көрүпла, улар дүм жиқилип: — Пәрвәрдигар, у Худадур, Пәрвәрдигар, у Худадур, дейишти.
40Илияс хәлиққә буйруп: — Баалниң пәйғәмбәрлирини тутуңлар, һеч қайсини қоюп бәрмәңлар, — деди. Улар уларни тутқанда Илияс уларни кишун җилғисиға елип берип, у йәрдә қәтл қилдурди.
41Илияс Аһабқа болса: — Чиқип йәп-ичкин. Чүнки қаттиқ ямғурниң шалдирлиған авази аңланмақта, — деди.
42Аһаб қопуп йәп-ичиш үчүн чиқти. Амма Илияс Кармәлниң чоққисиға чиқип йәргә еңишип, бешини тизиниң оттурисиға қоюп тизлинип
43хизмәткариға: — Чиқип деңиз тәрәпкә қариғин, деди. У чиқип сәпселип қарап: — Һеч нәрсә көрүнмәйду, деди. У җәмий йәттә қетим: — Берип қарап баққин, дәп буйруди.

Read Падишаһлар «1» 18Падишаһлар «1» 18
Compare Падишаһлар «1» 18:19-43Падишаһлар «1» 18:19-43