Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 9

Луқа 9:42-51

Help us?
Click on verse(s) to share them!
42Бала техи йолда келиватқанда, җин уни жиқитип, пүтүн бәдинини тартиштурди. Әйса напак роһқа тәнбиһ берип, балини сақайтти вә уни атисиға қайтуруп бәрди.
43Һәммәйлән Худаниң шәрәплик күч-қудритигә қин-қиниға патмай тәәҗҗүпләнди. Һәммиси Әйсаниң қилғанлириға һәйран қелишип турғанда, у мухлислириға мундақ ейтти:
44— Бу сөзләрни қулақлириңларға убдан сиңдүрүп қоюңлар. Чүнки Инсаноғли пат арида сатқунлуқтин инсанларниң қолиға тапшуруп берилиду, — деди.
45Бирақ улар бу сөзни чүшинәлмиди. Буниң мәниси улар чүшинип йәтмисун үчүн улардин йошурулған еди. Улар униңдин бу сөз тоғрилиқ сорашқиму петиналмиди.  
46Әнди мухлислар арисида улардин кимниң әң улуқ болидиғанлиғи тоғрилиқ талаш-тартиш пәйда болди.
47Амма Әйса уларниң көңлидики ойларни көрүп йетип, кичик бир балини елип йенида турғузуп,
48уларға: — Ким мениң намимда бу кичик балини қобул қилса, мени қобул қилған болиду вә ким мени қобул қилса, мени әвәткүчини қобул қилған болиду. Араңларда өзини әң төвән тутқини болса улуқ болиду, — деди.
49Юһанна җавапән униңға: — Устаз, сениң намиң билән җинларни һайдаватқан бирисини көрдуқ. Лекин у биз билән биргә саңа әгәшмигәнлиги түпәйлидин, уни тостуқ, — деди.
50Лекин Әйса униңға: — Уни тосмаңлар. Чүнки ким силәргә қарши турмиса силәрни қоллиғанлардиндур, — деди.
51Вә шундақ болдики, униң асманға елип кетилидиған күнлириниң тошушиға аз қалғанда, у қәтъийлик билән йүзини Йерусалимға беришқа қаратти.   

Read Луқа 9Луқа 9
Compare Луқа 9:42-51Луқа 9:42-51