Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 23

Луқа 23:2-48

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2У йәрдә улар униң үстидин шикайәт қилип: — Өзини Мәсиһ, йәни падишаһ дәп ативелип, хәлқимизни аздуруп вә қутритип, Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшурушни тосқан бу адәмни байқап уни туттуқ, — дейишти.   
3Пилатус униңдин: — Сән Йәһудийларниң падишаһимусән? — дәп сориди. У: — Ейтқиниңдәк, — дәп җавап бәрди.  
4Андин Пилатус баш каһинлар билән көпчиликкә: — Бу адәмдин бирәр шикайәт қилғидәк ишни тапалмидим, — деди.
5Лекин улар техиму қәтъий һалда: — У Галилийәдин тартип таки бу йәргичә, пүткүл Йәһудийәдиму тәлим бериш билән хәлиқни қутритиду.
6Пилатус «Галилийә» дегән сөзни аңлап: — Бу киши Галилийәликму? — дәп сориди
7вә униң Һерод ханниң идарә килған өлкидин кәлгәнлигидин хәвәр тепип, уни Һеродқа йоллап бәрди (у күнләрдә Һеродму Йерусалимда еди).
8Һерод Әйсани көргәндә интайин хошал болди. Чүнки у узундин бери униңға даир көп ишларни аңлап, униңдин бир мөҗизә көрүш үмүтидә болуп, уни көрүш пурситини издәвататти.
9У Әйсадин көп соалларни сориди, лекин у Һеродқа бир еғизму җавап бәрмиди.
10Баш каһинлар вә Тәврат устазлири йеқин туруп униң үстидин һә дәп әрз-шикайәт қиливататти.
11Һерод хан вә униң ләшкәрлири уни харлап мәсқирә қилишип, униңға шаһанә тон-кийим кийдүрүп, уни йәнә Пилатусниң алдиға қайтуруп йоллиди.
12Мана шу күндин башлап, Пилатус билән Һерод дост болуп қалди; чүнки илгири улар арисида адавәт болған еди.
13Валий Пилатус баш каһинларни, Йәһудий һөкүмдарларни вә халайиқни жиғип,
14уларға: — Силәр бу адәмниң үстидин «Хәлиқни аздуриду вә қутритиду» дәп шикайәт қилип уни алдимға тартип кәлдиңлар. Мана, мән силәрниң алдиңларда уни сорақ қилғиним билән, униңдин силәр шикайәт қилған җинайәтләрдин бириниму тапалмидим.
15Һеродму тапмиди; чүнки мән силәрни униң алдиға әвәттим. Мана, униңда өлүмгә лайиқ һеч қандақ җинайәт йоқ екән.
16Шуңа мән уни җазалап, андин қоюп беримән, — деди
17(униң һәр қетимлиқ өтүп кетиш һейтида, Йәһудий мәһбуслардин бирини уларға қоюп бериш мәҗбурийити бар еди).
18Лекин көпчилик тәңла чуқан селишип: — Буни йоқитиң! Бизгә Бараббасни қоюп бериң! — дейишти
19(Бараббас болса шәһәрдә топилаң көтәргәнлиги вә қатиллиқ қилғанлиғи үчүн зинданға ташланған мәһбус еди).
20Шуниң билән Пилатус Әйсани қоюп беришни халап, көпчиликкә йәнә сөз қилғили турди.
21Лекин улар җавапән йәнә чуқан селишип: — Крестлигин, уни крестлигин! — дәп вақирашти.
22Пилатус үчинчи қетим уларға: — Немишкә? У зади немә яманлиқ қилған? Мән униңдин өлүмгә лайиқ һеч җинайәт тапалмидим. Шуниң үчүн мән уни җазалап, қоюп беримән, — деди.
23Бирақ улар йәнила һә дәп чуқан селишип: «У крестләнсун!» дәп тәләп қилип чиң турувалди. Уларниң һәмдә баш каһинларниң чуқанлири ахир күчлүк кәлди.
24Пилатус уларниң тәливи бойичә ада қилинсун дәп һөкүм чиқарди.
25Вә уларниң тилигинини, йәни топилаң көтириш вә қатиллиқ үчүн зинданға ташланғанни қоюп берип, Әйсани уларниң хаһишиға тапшуруп бәрди.
26Вә улар уни елип кетиватқанда, йолда Курини шәһирилик Симон исимлиқ бир киши сәһрадин келивататти; улар уни тутувелип, крестни униңға көтәргүзүп, Әйсаниң кәйнидин маңдурди.
27Әйсаниң кәйнидә зор бир топ хәлиқ, шундақла униңға ечинип жиға-зерә көтиришиватқан аялларму әгишип келивататти.
28Лекин Әйса кәйнигә бурулуп уларға: — Әй Йерусалимниң қизлири! Мән үчүн жиғлимаңлар, бәлки өзүңлар вә балилириңлар үчүн жиғлаңлар!
29Чүнки силәргә шундақ еғир күнләр келидуки, кишиләр: «Туғмаслар, бала көтәрмигән қосақлар вә емитмигән әмчәкләр бәхитликтур!» — дейишиду.
30Шу чағда кишиләр тағларға: «Үстимизгә өрүл!», дөңлүкләргә: «үстимизни яп!» дәп нида қилишиду.   
31Чүнки адәмләр япйешил дәрәққә шундақ ишларни қилған йәрдә, қуруп кәткән дәрәққә немә ишлар болар?! — деди.  
32Икки җинайәтчиму өлүмгә мәһкүм қилинғили униң билән тәң елип келингән еди.
33Вә улар «баш сүйәк» дәп аталған җайға кәлгәндә, у йәрдә уни вә йәнә икки җинайәтчини, бирини униң оң йенида вә йәнә бирини сол йенида кресткә тартти.   
34Әйса: — И Ата, уларни кәчүргин, чүнки улар өзиниң немә қиливатқанлиғини билмәйду, — деди. Ләшкәрләр чәк ташлап, униң кийимлирини бөлүшүвалди.
35Халайиқ қарап туратти, Йәһудий һөкүмдарларму йенида туруп униңға димиғини қеқип мәсқирә қилип: Башқиларни қутқузуптикән! Әгәр у растин Худаниң Мәсиһи, Униң талливалғини болса, өзини қутқузуп бақсун! — дейишти.
36Ләшкәрләрму уни мәсқирә қилишип, йениға берип униңға сиркә тәңләп:
37— Әгәр сән Йәһудийларниң Падишаһи болсаң, өзүңни қутқузуп бақ! — дейишти.
38Униң үстидики тахтайға грекчә, латинчә вә ибранийчә һәрипләр билән: «Бу киши Йәһудийларниң Падишаһидур» дәп йезип қоюлған еди.  
39Униң билән биллә кресткә тартилған икки җинайәтчиниң бири уни һақарәтләп: — Сән Мәсиһ әмәсмидиң? Әнди өзүңниму, бизниму қутқузә! — деди.
40Бирақ йәнә бири униң гепигә тәнбиһ берип: Сән өзүң охшаш һөкүмниң тегидә туруп Худадин қорқмамсән?
41Бизниң җазалинишимиз һәқлиқ, чүнки өз қилмишлиримизниң тегишлик җазасини тарттуқ; лекин бу киши һеч қандақ натоғра иш қилмиғанғу! — дәп җавап бәрди.
42Андин, у Әйсаға: — И Рәб, падишаһлиғиң билән кәлгиниңдә, мени яд қилғин, — деди.
43Әйса униңға: — Бәрһәқ, мән саңа ейтайки, бүгүн сән мән билән биллә җәннәттә болисән, — деди.
44Һазир алтинчи саат болуп, пүтүн зиминни тоққузинчи сааткичә қараңғулуқ басти.   
45Қуяш нурини бәрмиди вә ибадәтханиниң пәрдиси тосаттин оттурисидин житилип икки парчә болуп кәтти.   
46Әйса қаттиқ аваз билән нида қилғандин кейин: — И Ата! Роһумни қолуңға тапшурдум, — деди-дә, тиниқи тохтап, җан үзди.  
47У йәрдә турған йүз беши йүз бәргән ишларни көрүп: — Бу адәм һәқиқәтән дурус адәм екән! — дәп Худани улуқлиди.
48Вә бу мәнзирини көрүшкә жиғилған барлиқ хәлиқ йүз бәргән ишларни көрүп көкрәклиригә уруп өйлиригә қайтишти.

Read Луқа 23Луқа 23
Compare Луқа 23:2-48Луқа 23:2-48