Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 22

Луқа 22:35-58

Help us?
Click on verse(s) to share them!
35Андин, у улардин: — Силәрни һәмянсиз, хурҗунсиз вә кәшсиз сәпәргә әвәткинимдә силәрниң бирәр нәрсәңлар кам болуп қалғанму? — дәп сориди. Улар: — Яқ, деди.  
36Шуниң билән у уларға: — Лекин һазир һәр кимниң һәмяни болса, уни алсун; шундақ һәм хурҗуни болса, уни алсун вә бир кимниң қиличи болмиса, чапинини сетип бирдин қилич алсун.
37Чүнки мән силәргә шуни ейтайки, муқәддәс язмиларда: «У җинайәтчиләр қатарида санилиду» дәп пүтүлгән сөз мәндә чоқум әмәлгә ашурулиду. Чүнки мениң тоғрамдики барлиқ ишлар толуқ әмәлгә ашмай қалмайду — деди.  
38— И Рәб, қариғин, бу йәрдә икки қилич бар екән, деди улар. — Болди, йетиду! — деди у уларға.
39Андин у чиқип, адити бойичә Зәйтун теғиға йол алди; униң мухлислири униңға әгишип барди.
40У йәргә йетип барғанда у уларға: — Аздурулмаслиғиңлар үчүн дуа қилиңлар, — деди.
41Андин, улардин бир таш етимичә нерирақ берип, тизлинип туруп:
42— И Ата, халисаң, бу қәдәһни мәндин елип кәткәйсән. Лекин мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң ада қилинсун — дәп дуа қилди;
43вә асмандин бир пәриштә униңға көрүнүп уни қувәтләндүрди.
44У қаттиқ азапта толғинип техиму ихласлиқ билән дуа қиливәрди. Буниң билән униң тәрлири йәргә төкүлгән қан тамчилиридәк чүшүшкә башлиди.
45Андин дуасини түгитип, орнидин туруп, мухлислириниң йениға кәлди. Уларниң ғәмгә чөкүп һалсизлинип үгдәп қалғанлиғини көрүвиди, уларға:
46— Ухлап қалғиниңлар немиси? Аздурулуштин сақлиниш үчүн қопуп дуа қилиңлар, — деди.
47Униң сөзи техи аяқлашмастинла, бир топ адәмләр пәйда болди. Уларни башлап кәлгүчи он иккәйләндин бири болған Йәһуда дегән киши еди; у Әйсаға салам берип сөйгили қешиға барди.
48Әйса униңға: — Әй Йәһуда, бир сөйүш билән Инсаноғлини тутуп берәрсәнму? — деди.
49Вә Әйсаниң әтрапидикиләр немә иш йүз беридиғанлиғини билип йетип: — И Рәб, қилич билән урайлиму? — деди.
50Вә улардин бири қиличини көтирип, баш каһинниң чакириға уруп, оң қулиқини шиливәтти.   
51Бирақ Әйса буниңға җавапән: — Болди, тохта! — деди; у қолини узитип қулиқиға тәккүзүп, уни сақайтти.
52Әйса өзини тутқили кәлгән баш каһинлар, пасибан бәглири вә ақсақалларға қарап: — Бир қарақчини тутидиғандәк қилич-тоқмақларни көтирип кәпсиләрғу?
53Муқәддәс ибадәтханида һәр күни силәр билән биллә едим, силәр қол салмидиңлар. Һазир бу силәргә тәвә болған вақит-сааттур вә қараңғулуқниң һөкүм сүрүшидур — деди.
54Улар Әйсани тутувелип, баш каһинниң өйигә елип келишти. Петрус жирақтин әгишип маңди.
55Әнди улар һойлиниң оттурисида от йеқип чөрисидә иссинип олтарғанда, Петрус уларниң арисиға кирип олтарди.
56Андин отниң нурида униң олтарғинини көргән бир дедәк униңға тикилип қарап туруп: — Бу адәмму Әйса билән биллә еди, — деди.
57Лекин у тенип: — Әй хотун, уни тонумаймән! — деди.
58Андин узун өтмәй, йәнә бирәйлән уни көрүп: — Сәнму улардин екәнсән, — деди. Лекин Петрус: — Әй бурадәр, ундақ әмәсмән! — деди.

Read Луқа 22Луқа 22
Compare Луқа 22:35-58Луқа 22:35-58