Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 22

Луқа 22:18-47

Help us?
Click on verse(s) to share them!
18Чүнки шуни ейтайки, мундин кейин Худаниң падишаһлиғи кәлмигичә, һәргиз үзүм шәрбитидин қәтъий ичмәймән, — деди.
19Андин у бир тал нанни қолиға елип, Худаға тәшәккүр ейтти вә уни уштуп, уларға үләштүрүп берип: — Бу мениң силәр үчүн пида болидиған тенимдур. Мени әсләп туруш үчүн буниңдин йәңлар, — деди.  
20У шуниңдәк тамақтин кейинки җамни қолиға елип мундақ деди: — Бу җамдики шарап мениң силәр үчүн төкүлидиған қенимда болған йеңи әһдидур.
21Лекин мана, мени тутуп бәргүчиниң қоли мениң билән бир дәстихандидур.
22Вә Инсаноғли дәрвәқә өзи тоғрисида бекитилгәндәк аләмдин кетиду; бирақ Инсаноғлиниң тутуп берилишигә васитичи болған адәмниң һалиға вай!
23Андин мухлислар бир-биридин: — Аримизда зади ким мушундақ ишни қилиши мүмкин? — дәп муназиригә чүшүп кетишти.
24Әнди уларниң арисида қайсимиз әң улуқ санилишимиз керәк дегән талаш-тартиш пәйда болди.
25У уларға мундақ деди: — Әлләрдики падишаһлар қол астидики хәлиқ үстидин буйруқвазлиқ қилип идарә қилиду, уларниң үстидики һоқуқдарлири «хәлиқпәрвәр» дәп атилиду.   
26Бирақ силәр шундақ болмаңлар; бәлки араңлардики әң мәртивилиги өзини әң кичигидәк һесаплисун вә йетәкчи болғанлар һәммәйләнгә хизмәткардәк болсун. 
27Ким мәртивилик, дәстиханда олтарғанму яки дәстихандики күткүчиму? Дәстиханда олтарғини әмәсму? Бирақ мән болсам араңларда хизмитиңларда болғучи күткүчидәктурмән.
28Силәр болсаңлар, бешимға синақлар кәлгәндә баштин-ахир мән билән биллә һәмраһ болғансиләр.
29Вә худди Атам маңа падишаһлиқ һоқуқи бекиткәндәк, мән силәргиму шундақ бекитимән.
30Шуниң билән силәр мениң падишаһлиғимда мән билән бир дәстиханда йәп-ичисиләр вә тәхтләрдә олтирип, Исраилниң он икки қәбилиси үстидин һөкүм чиқирисиләр.  
31Рәб йәнә Петрусқа: — «Әй Симон, Симон! Мана, Шәйтан һәммиңларни худди буғдай тасқиғандәк тасқап синашни тилигән.   
32Лекин етиқатиң йоқимисун дәп саңа дуа қилдим. Әнди сән товва қилип түз йолға қайтқандин кейин, қериндашлириңни мустәһкәмлигин» — деди.
33— И Рәб, — деди Петрус, — Мән сән билән биллә зинданға ташлинип, биллә өлүмгә беришқа тәйярмән!
34У униңға: — И Петрус, саңа ейтайки, бүгүн ғораз чиллиғичә, сән «Уни тонумаймән» дәп мәндин үч қетим танисән, деди.  
35Андин, у улардин: — Силәрни һәмянсиз, хурҗунсиз вә кәшсиз сәпәргә әвәткинимдә силәрниң бирәр нәрсәңлар кам болуп қалғанму? — дәп сориди. Улар: — Яқ, деди.  
36Шуниң билән у уларға: — Лекин һазир һәр кимниң һәмяни болса, уни алсун; шундақ һәм хурҗуни болса, уни алсун вә бир кимниң қиличи болмиса, чапинини сетип бирдин қилич алсун.
37Чүнки мән силәргә шуни ейтайки, муқәддәс язмиларда: «У җинайәтчиләр қатарида санилиду» дәп пүтүлгән сөз мәндә чоқум әмәлгә ашурулиду. Чүнки мениң тоғрамдики барлиқ ишлар толуқ әмәлгә ашмай қалмайду — деди.  
38— И Рәб, қариғин, бу йәрдә икки қилич бар екән, деди улар. — Болди, йетиду! — деди у уларға.
39Андин у чиқип, адити бойичә Зәйтун теғиға йол алди; униң мухлислири униңға әгишип барди.
40У йәргә йетип барғанда у уларға: — Аздурулмаслиғиңлар үчүн дуа қилиңлар, — деди.
41Андин, улардин бир таш етимичә нерирақ берип, тизлинип туруп:
42— И Ата, халисаң, бу қәдәһни мәндин елип кәткәйсән. Лекин мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң ада қилинсун — дәп дуа қилди;
43вә асмандин бир пәриштә униңға көрүнүп уни қувәтләндүрди.
44У қаттиқ азапта толғинип техиму ихласлиқ билән дуа қиливәрди. Буниң билән униң тәрлири йәргә төкүлгән қан тамчилиридәк чүшүшкә башлиди.
45Андин дуасини түгитип, орнидин туруп, мухлислириниң йениға кәлди. Уларниң ғәмгә чөкүп һалсизлинип үгдәп қалғанлиғини көрүвиди, уларға:
46— Ухлап қалғиниңлар немиси? Аздурулуштин сақлиниш үчүн қопуп дуа қилиңлар, — деди.
47Униң сөзи техи аяқлашмастинла, бир топ адәмләр пәйда болди. Уларни башлап кәлгүчи он иккәйләндин бири болған Йәһуда дегән киши еди; у Әйсаға салам берип сөйгили қешиға барди.

Read Луқа 22Луқа 22
Compare Луқа 22:18-47Луқа 22:18-47