Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 16

Луқа 16:7-15

Help us?
Click on verse(s) to share them!
7Андин у йәнә биригә: «Сизчу, қанчилик қәриз болдиңиз?» дәп сорапту. У: «Йүз күрә буғдай» дәп җавап берипту. Ғоҗидар униңға: «Һесапат дәптириңизни елип сәксән күригә өзгәртиветиң!» дәпту.
8Шуниң билән униң ғоҗайини сәмимийәтсиз ғоҗидарниң бу иштики пәмликлиги үчүн униңға қайил болуп махтапту. Чүнки бу дунияниң пәрсәндлири өз дәвридә нурниң пәрсәндлиридин пәмликтур.
9Вә мән силәргә шуни ейтип қояйки, «Наһәқ дунияға тәвә мал-дуния» арқилиқ өзүңларға дост тутуңлар; шундақ қилсаңлар, мал-дуния карға кәлмәйдиған болған күнидә шу достлар силәрни әбәдий маканларға қарши алиду.  
10Кимки кичиккинә ишта садиқ болса, чоң иштиму садиқ болиду; вә кимки кичиккинә ишта сәмимийәтсиз болса, чоң иштиму сәмимийәтсиз болиду.
11Шуңа әгәр «наһәқ дунияға тәвә болған мал-дуния»да садиқ болмисаңлар, ким силәргә һәқиқий байлиқларни тапшурсун?
12Вә башқиларниң нәрсилиридә садиқ болмисаңлар ким силәргә өзүңларниң нәрсисини бәрсун?
13Һеч ким икки ғоҗайинға тәң хизмәт қилалмайду. Чүнки у яки буни яман көрүп, уни яхши көриду; яки буниңға өзини пүтүнләй беғишлап, униңға етиварсиз қарайду. Шуниңға охшаш, силәрниңму бирла вақитта һәм Худаниң, һәм мал-дунияниң қуллуғида болушуңлар мүмкин әмәс.
14Әнди Пәрисийләр (улар пулға амрақ еди) буларниң һәммисини аңлап Әйсани мәсқирә қилишти.   
15Вә у уларға мундақ деди: — «Силәр өзүңларни адәмләрниң алдида һәққаний қилип көрсәткүчидурсиләр; лекин Худа қәлбиңларни билиду. Чүнки адәмләрниң арисида қәдирлинидиғини Худаниң нәзиридә жиркиничликтур.

Read Луқа 16Луқа 16
Compare Луқа 16:7-15Луқа 16:7-15