Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 12

Луқа 12:26-50

Help us?
Click on verse(s) to share them!
26Әгәр шунчилик кичиккинә ишму қолуңлардин кәлмисә, немә үчүн қалған ишлар тоғрисида ғәм-әндишә қилисиләр?
27Нелупәрләрниң қандақ өсидиғанлиғиға қарап беқиңлар! Улар әмгәкму қилмайду, чақму егирмәйду; лекин силәргә шуни ейтайки, һәтта Сулайман толуқ шан-шәрәптә турғандиму униң кийиниши нилупәрләниң бир гүличилигиму йоқ еди.
28Әй ишәши аҗизлар! Әнди Худа даладики бүгүн ечилса, әтиси қуруп очаққа селинидиған әшу гүл-гияларни шунчә безигән йәрдә, силәрни техиму кийиндүрмәсму?!
29Шундақ екән, немә йәймиз, немә ичимиз дәп баш қатурмаңлар, һеч немидин әндишә қилмаңлар.
30Чүнки һәр қайси әлдикиләр мана шундақ һәммә нәрсиләргә интилиду. Бирақ Атаңлар силәрниң бу нәрсиләргә муһтаҗлиғиңларни билиду;
31шундақ екән, Униң падишаһлиғиға интилиңлар вә у чағда, буларниң һәммиси силәргә қошулуп несип болиду.
32Қорқмаңлар, и кичик пада! Чүнки Атаңлар падишаһлиқни силәргә ата қилишни хуш көрди.
33Мал-мүлкүңларни сетип, кәмбәғәлләргә хәйрхаһлиқ қилиңлар. Өзүңларға упримайдиған һәмян, әршләрдә һәргиз түгәп кәтмәйдиған бир ғәзнә һазирлаңлар; — шу йәрдә оғри йеқин кәлмәйду, күйә йәп йоқап кәтмәйду.
34Чүнки байлиғиңлар қәйәрдә болса, қәлбиңларму шу йәрдә болиду.
35Силәр белиңларни чиң бағлап, чирақлириңларни яндуруп туруңлар;
36худди ғоҗайининиң той зияпитидин қайтип келишини күтүп турған чакарлардәк, һәрдайим тәйяр туруңлар. Шуниң билән ғоҗайин келип ишикни қаққанда, чакарлар дәрһал чиқип ишикни ачидиған болиду.
37Ғоҗайин қайтип кәлгәндә, чакарлириниң ойғақ, тәйяр турғанлиғини көрсә, бу чакарларниң бәхитидур! Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, ғоҗайин өзи белини бағлап, уларни дәстиханға олтарғузуп, уларниң алдиға келип шәхсән өзи уларни күтүвалиду!
38Вә әгәр ғоҗайин иккинчи яки үчинчи җесәктә кәлсиму, чакарлириниң шундақ ойғақлиғини көрсә, бу уларниң бәхитидур!  
39Лекин шуни билип қоюңларки, әгәр өй егиси оғриниң кечидә қайси вақитта келидиғанлиғини билгән болса, у ойғақ туруп оғриниң өйгә тешип киришигә һәргиз йол қоймайтти!   
40Шуниң үчүн силәрму һәрдайим тәйяр туруңлар; чүнки Инсаноғли силәр ойлимиған вақит-сааттә қайтип келиду.
41Петрус униңдин: — И Рәб, сән бу тәмсилни бизгила қаритип ейттиңму яки һәммәйләнгә қаритипму? — дәп сориди.
42Рәб мундақ деди: — Ғоҗайини өз өйидикиләргә мәсул қилип, уларға тегишлик болған ашлиқни вақти-вақтида тәқсим қилип беришкә тайинлайдиған ишәшлик вә пәмлик ғоҗидар ким болиду?   
43Ғоҗайин өйигә қайтқанда, чакириниң шундақ қиливатқининиң үстигә кәлсә, бу чакарниң бәхитидур!
44Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, ғоҗайин уни пүтүн егилигини башқурушқа қойиду.
45Лекин мабада шу чакар көңлидә: «Ғоҗайиним һаял болуп қалиду» дәп, башқа чакарлар вә дедәкләрни бозәк қилишқа вә йәп-ичип, мәс болушқа башлиса,
46Шу чакарниң ғоҗайини күтүлмигән бир күни, ойлимиған бир вақитта қайтип келиду вә уни кесип икки парчә қилип, униң несивисини етиқатсизлар билән охшаш тәғдирдә бекитиду.
47Әнди ғоҗайининиң ирадисини билип туруп, тәйярлинип турмиған вә ғоҗайининиң ирадиси бойичә қилмиған чакар болушиға таяқ йәйду.
48Бирақ ғоҗайининиң ирадисини билмәй туруп, таяқ йейишкә тегишлик ишларни қилған чакар азрақ таяқ йәйду. Кимгә көп берилсә, униңдин тәләп қилинидиғини көп болиду. Чүнки адәмләр кимгә көп аманәт қойған болса, униңдин тәләп қилидиғиниму көп болиду.
49Мән йәр йүзигә от ташлап туташтурушқа кәлдим вә бу отниң тутишишиға нәқәдәр тәқәззамән!
50Лекин мән алди билән бир чөмүлдүрүш билән чөмүлдүрүлүшүм керәк вә бу чүмүлдүрүлүшүм әмәлгә ашурулғичә интайин қийнилимән!   

Read Луқа 12Луқа 12
Compare Луқа 12:26-50Луқа 12:26-50