Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 11

Луқа 11:26-33

Help us?
Click on verse(s) to share them!
26берип өзидинму бәттәр йәттә роһни башлап келиду; улар кирип биллә туриду. Буниң билән һелиқи адәмниң кейинки һали бурунқидинму техиму яман болиду.  
27Вә шундақ болдики, у бу гәпләрни қиливатқанда, көпчилик арисида бир аял авазини көтирип: — Сени көтәргән қосақ вә емиткән әмчәк бәхитликтур! — деди.
28Бирақ у җавапән: — Бәлки Худаниң сөзини аңлап, Униңға итаәт қилидиғанлар бәхитликтур! — деди.
29Шу чағда, топ-тап адәмләр униң әтрапиға олашқанда, у мундақ сөзләшкә башлиди: — Бу дәвир дәрвәқә рәзил бир дәвирдур; у мөҗизилик бир аламәтниң көристилишни истәп жүриду. Бирақ буниңға «Юнус пәйғәмбәрдә көрүлгән мөҗизилик аламәт»тин башқа һеч қандақ иккинчи бир аламәт көрситилмәйду.   
30Чүнки Юнус пәйғәмбәрниң өзи Нинәвә шәһиридикиләргә аламәт-карамәт болғиниға охшаш, Инсаноғлиму бу дәвиргә йәнә шундақ болиду.
31Қиямәт күни «Җәнуптин кәлгән аял падишаһ»му бу дәвирдикиләр билән тәң тирилип, уларниң гуналирини бекитиду. Чүнки у Сулайманниң дана сөзлирини аңлаш үчүн йәр йүзиниң четидин кәлгән; вә мана, Сулаймандинму улуқ бириси мошу йәрдә туриду.   
32Қиямәт күни Нинәвәлигиләр бу дәвирдикиләр билән тәң қопуп, бу дәвирдикиләрниң гуналирини бекитиду. Чүнки Нинәвәликләр Юнус пәйғәмбәр җакалиған хәвәрни аңлап товва қилған; вә мана, Юнус пәйғәмбәрдинму улуқ бириси мошу йәрдә туриду!  
33Һеч ким чирақни йеқип қоюп, уни йошурун җайда қоймас, яки үстигә севәтни көмтүрүп қоймас, бәлки чирақданниң үстигә қойиду; буниң билән өйгә киргәнләр йоруқлуқни көриду.   

Read Луқа 11Луқа 11
Compare Луқа 11:26-33Луқа 11:26-33