Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 7

Лавийлар 7:27-35

Help us?
Click on verse(s) to share them!
27Кимдәким һәр қандақ қанни естимал қилса, шу киши өз хәлиқлиридин үзүп ташлиниду.
28Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
29Исраилларға мундақ дегин: — Кимки Пәрвәрдигарға атап бир енақлиқ қурбанлиғи сунса, ундақта у Пәрвәрдигарға хас болған һәдийәни шу енақлиқ қурбанлиқтин айрип кәлтүрсун.
30Өз қоли билән Пәрвәрдигарға атиған, отта сунулидиған һәдийәләрни, йәни май билән төшни қошуп елип келип, төшни «пулаңлатма һәдийә» сүпитидә Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатсун.   
31Каһин мейини қурбангаһ үстидә көйдүрүвәтсун. Төш болса Һарун билән униң оғуллириға хас болсун.
32Енақлиқ қурбанлиқлириңларниң оң арқа путини силәр «көтәрмә һәдийә» сүпитидә каһинға бериңлар.
33Һарунниң оғуллиридин қайсиси енақлиқ қурбанлиғиниң қени билән мейини сунған болса өз үлүши үчүн оң арқа путини өзи алсун.
34Чүнки мән Исраилларниң енақлиқ қурбанлиқлиридин «пулаңлатма һәдийә» болған төш билән «көтәрмә һәдийә» болған арқа путини әбәдий бир бәлгүлимә билән Исраиллардин елип, каһин Һарун вә униң оғуллириниң һәққи болсун дәп уларға тәқдим қилдим.  
35Муса Һарун билән оғуллирини Пәрвәрдигарниң қуллуғида каһин болушқа униң алдиға кәлтүргән күнидә, уларға Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқлардин тәқдим қилинидиған каһинлиқ үлүши мана шудур.

Read Лавийлар 7Лавийлар 7
Compare Лавийлар 7:27-35Лавийлар 7:27-35