Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 7

Лавийлар 7:25-30

Help us?
Click on verse(s) to share them!
25Чүнки кимки Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәр қандақ һайванниң мейини йесә, шуни йегән киши өз хәлиқлиридин үзүп ташлиниду.
26Силәр һәр қандақ турар җайиңларда һеч қандақ қанни, йәни учар-қанатларниң болсун яки чарпайларниң болсун қенини һәргиз естимал қилмаңлар.
27Кимдәким һәр қандақ қанни естимал қилса, шу киши өз хәлиқлиридин үзүп ташлиниду.
28Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
29Исраилларға мундақ дегин: — Кимки Пәрвәрдигарға атап бир енақлиқ қурбанлиғи сунса, ундақта у Пәрвәрдигарға хас болған һәдийәни шу енақлиқ қурбанлиқтин айрип кәлтүрсун.
30Өз қоли билән Пәрвәрдигарға атиған, отта сунулидиған һәдийәләрни, йәни май билән төшни қошуп елип келип, төшни «пулаңлатма һәдийә» сүпитидә Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатсун.   

Read Лавийлар 7Лавийлар 7
Compare Лавийлар 7:25-30Лавийлар 7:25-30