Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 27

Лавийлар 27:1-6

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
2Сән Исраилларға мундақ дегин: — Әгәр бириси пәвқулъаддә бир қәсәм қилип мәлум кишиниң җенини Пәрвәрдигарға атиған болса, ундақта шу кишигә сән бекиткән җениниң қиммитиниң нәрхи төвәндикидәк болиду;
3Йеши жигирмә билән атмишниң арилиғида болған әр киши болса, сән тохтитидиған қиммити муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә болсун; униң қиммити әллик шәкәл күмүчкә тохтитилсун.
4Аял киши болса, араңларда тохтитилған қиммити оттуз шәкәл болсун.
5Әгәр йеши бәш билән жигирминиң арилиғида болса, әркәк үчүн тохтитилидиған қиммити жигирмә шәкәл болуп, аял киши үчүн он шәкәл болсун.
6Әгәр йеши бир ай билән бәш яшниң арилиғида болса, тохтитилидиған қиммити оғул бала үчүн бәш шәкәл, қиз бала үчүн үч шәкәл күмүч болсун.

Read Лавийлар 27Лавийлар 27
Compare Лавийлар 27:1-6Лавийлар 27:1-6