Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 26

Лавийлар 26:7-44

Help us?
Click on verse(s) to share them!
7силәр дүшмәнлириңларни қоғлайсиләр, улар алдиңларда қиличлинип жиқилиду.
8Силәрдин бәш киши йүз кишини қоғлайду, йүз киши он миңни қачуриду; дүшмәнлириңлар болса алдиңларда қиличлинип жиқилиду.
9Мән силәргә йүзүмни қаритип, силәрни пәрсәнд көргүзүп көпәйтимән, силәр билән бағлиған әһдәмни мәзмут турғузимән.
10Силәр техичә узун сақланған кона ашлиқни йәватқиниңларда, йеңи ашлиқ чиқиду; йеңиси вәҗидин конисини чиқириветисиләр.
11Мән Өз маканимни араңларда турғузимән вә қәлбим силәрдин нәпрәтләнмәйду.
12Мән араңларда меңип силәрниң Худайиңлар болимән вә силәр Мениң хәлқим болисиләр.
13Мән силәрни Мисирда уларниң қуллири болуштин һөр қилишқа шу зиминидин чиқарған Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән; Мән боюнтуруғуңларниң асарәтлирини сундуруп, қәддиңларни тик қилип маңғуздум.
14Һалбуки, әгәр силәр Маңа қулақ салмай, бу әмирләрниң һәммисигә әмәл қилмай,
15бәлгүлимилиримни ташлап, қәлбиңлардин һөкүмлиримни яман көрүп, барлиқ әмирлиримни тутмай, әһдәмни бузсаңлар,
16Мәнму бешиңларға шу ишларни чүшүримәнки, — Мән силәргә вәһимә селип, көзүңларни кор қилидиған, җениңларни зәипләштүридиған сил-ваба кесили, кезик кесилини бешиңларға чүшүримән. Силәр уруғуңларни бекар чечип-терийсиләр, чүнки дүшмәнлириңлар уни йәп кетиду.
17Мән йүзүмни силәргә қарши қилимән, шуниң билән силәр дүшмәнлириңлардин урулуп қачидиған болисиләр; силәрни өч көргүчиләр үстүңлардин һөкүмранлиқ қилиду; һеч ким силәрни қоғлимисиму, қачисиләр.
18Булардин һеч ибрәт алмай, бәлки Маңа йәнә қулақ салмисаңлар, Мән гуналириңлар түпәйлидин силәргә болған җазани йәттә һәссә еғирлитимән,
19күч-һәйвәңлардин болған һакавурлуғиңларни сундуримән; асминиңларни төмүрдәк қилип, йериңларни мистәк қиливетимән;
20әҗир-җапайиңлар бекарға кетиду, йериңлар һосул бәрмәйду, даладики дәрәқләргә мевә чүшмәйду.
21Әгәр йәнила Мән билән қарши маңсаңлар, шундақла Маңа қулақ салмисаңлар, Мән гуналириңларға лайиқ бешиңларға чүшидиған ваба-күлпәтләрни йәнә йәттә һәссә еғирлитимән.
22Араңларға силәрни балилириңлардин җуда қилидиған, чарпайлириңларни йоқитидиған, силәрни азлитидиған явайи һайванларни әвәтимән; йол-кочилириңлар адәмзатсиз чөлдәк болуп қалиду.
23Силәр бу ишлар арқилиқ ибрәт-тәрбийә алмай, бәлки йәнила Маңа қарши маңсаңлар,
24Мәнму силәргә қарши меңип, гунайиңлар түпәйлидин болған җазани йәнә йәттә һәссә еғирлитип, Мән Өзүм силәрни уримән;
25үстүңларға әһдәмни бузғанлиқниң интиқамини алидиған қилич чүшүримән; шуниң билән силәр шәһәрләргә жиғиливалисиләр, Мән араңларға ваба чүшүримән; шуниң билән силәр дүшмәнләрниң қолиға чүшисиләр.
26Силәргә йөләнчүк болған ашлиқни қурутиветимән; он аял бир болуп бир тонурда нан йеқип, нанларни силәргә таразида тартип бериду, амма буни йегиниңлар билән тоймайсиләр.
27Әгәр булардин һеч ибрәт алмай, маңа қулақ салмисаңлар, бәлки маңа қарши маңсаңлар,
28Мәнму қәһр билән силәргә қарши маңимән; Мән, йәни Мән Өзүм гуналириңлар түпәйлидин җаза-тәрбийини йәнә йәттә һәссә еғирлитип чүшүримән.
29Шуниң билән силәр оғуллириңларниң гөши вә қизлириңларниң гөшини йәйсиләр;
30шундақла Мән қурбанлиқ «жуқури җай»лириңлани вәйран қилип, «күн түврүк»лириңларни сундуруп, өлүклириңларни сунуқ бутлириңларниң үстигә ташливетимән; Мениң қәлбим силәрдин нәпрәтлиниду.   
31Мән шәһәрлириңларни вәйран қилип, муқәддәс җайлириңларни харап қилип, қурбанлиғиңларниң хушбуйлирини йәнә пуримаймән;
32зиминни һалакәткә елип баримән; униңда олтирақлашқан дүшмәнлириңлар бу әһвалға һәйрануһәс қалиду.
33Силәрни әлләрниң арисиға таритип, кәйниңлардин қилични суғуруп қоғлаймән; шуниң билән зиминиңлар вәйран болуп шәһәрлириңлар харап қилиниду.
34У вақитта, силәр дүшмәнлириңларниң зиминида туруватқиниңларда, зимин вәйранә болған барлиқ күнләрдә, зимин өз шабат күнлиридин сөйүниду; у заманда зимин дәрвәқә арам елип өз шабатлиридин сөйүниду.
35Өзи вәйранә болуп турған барлиқ күнлиридә у арам алиду, йәни силәр униңда туруватқан вақиттики шабат күнлириңларда һеч алмиған арамни әнди алиду.
36Араңлардин қутулуп қалғанлар болса, улар дүшмәнләрниң зиминлирида турғинида көңүллиригә жүрәкзадилик салимән, шуниң билән улар чүшкән бир йопурмақниң шәписини аңлиса қиличтин қачқандәк қачиду; һеч ким қоғлимисиму жиқилип чүшиду.
37Гәрчә һеч ким уларни қоғлимисиму, дәрвәқә қиличтин жиқитилғандәк улар бир-бириниң үстигә путлишип жиқилиду; силәрдә дүшмәнлириңларға қарши турғидәк күч қалмайду.
38Әлләрниң арисида һалак болисиләр, дүшмәнлириңларниң зимини силәрни йәп кетиду.
39Араңлардин қутулуп қалғанлири болса өз рәзиллиги түпәйлидин дүшмәнлириңларниң зиминида зәиплишиду; вә ата-бовилириниң рәзиллигидиму жүрүп, шулар зәипләшкәндәк уларму зәиплишиду.
40Һалбуки, улар өзи қилған рәзиллиги билән ата-бовилириниң садир қилған рәзиллигини, Маңа йүз өрүп асийлиқ қилғинини, шундақла уларниң Маңа қарши туруп маңғинини бойниға алиду,
41шуниңдәк Мениң уларға қарши маңғинимға, шуниңдәк уларни дүшмәнлириниң қолиға тапшурғинимға иқрар болиду. Шуңа әгәр у вақитта уларниң хәтнисиз көңли төвән қилинип, өз қәбиһлигиниң җазасини қобул қилса,
42ундақта Мән Яқуп билән бағлиған әһдәмни яд қилип, Исһақ билән бағлиған әһдәмниму вә Ибраһим билән бағлиған әһдәмниму есимгә кәлтүримән, зиминниму яд қилимән.
43Чүнки зимин улардин ташлинип, уларсиз болуп харабә турған вақитта, шабат күнлиридин сөйүниду; улар болса өз қәбиһлигиниң җазасини қобул қилиду; сәвәви дәл шуки, улар Мениң һөкүмлиримни ташлиди, бәлгүлимилиримни қәлбидин яман көргән еди.
44Һалбуки, шундақ болсиму, улар өз дүшмәнлириниң зиминида турғинида Мән уларни ташлимаймән яки уларға өчлүк қилмаймән, шуниңдәк улар билән бағлиған әһдәмни бузмаймән, уларни йоқатмаймән; чүнки Мән Өзүм уларниң Худаси Пәрвәрдигардурмән.

Read Лавийлар 26Лавийлар 26
Compare Лавийлар 26:7-44Лавийлар 26:7-44