Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 26

Лавийлар 26:34-46

Help us?
Click on verse(s) to share them!
34У вақитта, силәр дүшмәнлириңларниң зиминида туруватқиниңларда, зимин вәйранә болған барлиқ күнләрдә, зимин өз шабат күнлиридин сөйүниду; у заманда зимин дәрвәқә арам елип өз шабатлиридин сөйүниду.
35Өзи вәйранә болуп турған барлиқ күнлиридә у арам алиду, йәни силәр униңда туруватқан вақиттики шабат күнлириңларда һеч алмиған арамни әнди алиду.
36Араңлардин қутулуп қалғанлар болса, улар дүшмәнләрниң зиминлирида турғинида көңүллиригә жүрәкзадилик салимән, шуниң билән улар чүшкән бир йопурмақниң шәписини аңлиса қиличтин қачқандәк қачиду; һеч ким қоғлимисиму жиқилип чүшиду.
37Гәрчә һеч ким уларни қоғлимисиму, дәрвәқә қиличтин жиқитилғандәк улар бир-бириниң үстигә путлишип жиқилиду; силәрдә дүшмәнлириңларға қарши турғидәк күч қалмайду.
38Әлләрниң арисида һалак болисиләр, дүшмәнлириңларниң зимини силәрни йәп кетиду.
39Араңлардин қутулуп қалғанлири болса өз рәзиллиги түпәйлидин дүшмәнлириңларниң зиминида зәиплишиду; вә ата-бовилириниң рәзиллигидиму жүрүп, шулар зәипләшкәндәк уларму зәиплишиду.
40Һалбуки, улар өзи қилған рәзиллиги билән ата-бовилириниң садир қилған рәзиллигини, Маңа йүз өрүп асийлиқ қилғинини, шундақла уларниң Маңа қарши туруп маңғинини бойниға алиду,
41шуниңдәк Мениң уларға қарши маңғинимға, шуниңдәк уларни дүшмәнлириниң қолиға тапшурғинимға иқрар болиду. Шуңа әгәр у вақитта уларниң хәтнисиз көңли төвән қилинип, өз қәбиһлигиниң җазасини қобул қилса,
42ундақта Мән Яқуп билән бағлиған әһдәмни яд қилип, Исһақ билән бағлиған әһдәмниму вә Ибраһим билән бағлиған әһдәмниму есимгә кәлтүримән, зиминниму яд қилимән.
43Чүнки зимин улардин ташлинип, уларсиз болуп харабә турған вақитта, шабат күнлиридин сөйүниду; улар болса өз қәбиһлигиниң җазасини қобул қилиду; сәвәви дәл шуки, улар Мениң һөкүмлиримни ташлиди, бәлгүлимилиримни қәлбидин яман көргән еди.
44Һалбуки, шундақ болсиму, улар өз дүшмәнлириниң зиминида турғинида Мән уларни ташлимаймән яки уларға өчлүк қилмаймән, шуниңдәк улар билән бағлиған әһдәмни бузмаймән, уларни йоқатмаймән; чүнки Мән Өзүм уларниң Худаси Пәрвәрдигардурмән.
45Мән бәлки уларни дәп, уларниң Худаси болушқа әлләрниң көзи алдида Мисир зиминидин чиқирип кәлгән ата-бовилири билән бағлашқан әһдәмни есимдә тутимән. Мән Пәрвәрдигардурмән.
46Пәрвәрдигар Мусани васитә қилип, Синай теғида өзи билән Исраилларниң оттурисида бекиткән һөкүмләр, бәлгүлимиләр вә қанунлар мана шулар еди.

Read Лавийлар 26Лавийлар 26
Compare Лавийлар 26:34-46Лавийлар 26:34-46