Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 26

Лавийлар 26:1-23

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Силәр өзүңлар үчүн һеч қандақ бут ясимаңлар яки өзүңларға һеч ойма мәбуд яки һәйкәл-түврүкни турғузмаңлар яки уларға баш урушқа оюлған нәқишлик ташларни зиминиңларда һәргиз тиклимәңлар; чүнки Өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
2Мениң шабат күнлиримни тутуп, муқәддәс җайимға ихласмән болуңлар. Мән Пәрвәрдигардурмән.
3Әгәр силәр мениң бәлгүлимилиримдә меңип, әмирлиримни тутуп уларға әмәл қилсаңлар,
4Мән йериңларниң өз һосулини берип турушиға, даладики дәрәқләрниң мевисини чиқиришиға вақтида ямғурлириңларни яғдуруп туримән.
5Шуниң билән хаман тепиш вақти үзүм жиғиш пәслигичә болиду, үзүм жиғиш вақти терилғу вақтиғичә болиду; силәр нениңларни тоюнғичә йәп, өз зиминиңларда теч-аман турисиләр.
6Мән зиминға арам-течлиқ ата қилимән, шуниң билән һеч ким силәрни қорқиталмайду, арамхуда йетип ухлайсиләр; вәһший һайванларни зиминдин йоқитимән, қиличму зиминиңлардин өтмәйду;
7силәр дүшмәнлириңларни қоғлайсиләр, улар алдиңларда қиличлинип жиқилиду.
8Силәрдин бәш киши йүз кишини қоғлайду, йүз киши он миңни қачуриду; дүшмәнлириңлар болса алдиңларда қиличлинип жиқилиду.
9Мән силәргә йүзүмни қаритип, силәрни пәрсәнд көргүзүп көпәйтимән, силәр билән бағлиған әһдәмни мәзмут турғузимән.
10Силәр техичә узун сақланған кона ашлиқни йәватқиниңларда, йеңи ашлиқ чиқиду; йеңиси вәҗидин конисини чиқириветисиләр.
11Мән Өз маканимни араңларда турғузимән вә қәлбим силәрдин нәпрәтләнмәйду.
12Мән араңларда меңип силәрниң Худайиңлар болимән вә силәр Мениң хәлқим болисиләр.
13Мән силәрни Мисирда уларниң қуллири болуштин һөр қилишқа шу зиминидин чиқарған Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән; Мән боюнтуруғуңларниң асарәтлирини сундуруп, қәддиңларни тик қилип маңғуздум.
14Һалбуки, әгәр силәр Маңа қулақ салмай, бу әмирләрниң һәммисигә әмәл қилмай,
15бәлгүлимилиримни ташлап, қәлбиңлардин һөкүмлиримни яман көрүп, барлиқ әмирлиримни тутмай, әһдәмни бузсаңлар,
16Мәнму бешиңларға шу ишларни чүшүримәнки, — Мән силәргә вәһимә селип, көзүңларни кор қилидиған, җениңларни зәипләштүридиған сил-ваба кесили, кезик кесилини бешиңларға чүшүримән. Силәр уруғуңларни бекар чечип-терийсиләр, чүнки дүшмәнлириңлар уни йәп кетиду.
17Мән йүзүмни силәргә қарши қилимән, шуниң билән силәр дүшмәнлириңлардин урулуп қачидиған болисиләр; силәрни өч көргүчиләр үстүңлардин һөкүмранлиқ қилиду; һеч ким силәрни қоғлимисиму, қачисиләр.
18Булардин һеч ибрәт алмай, бәлки Маңа йәнә қулақ салмисаңлар, Мән гуналириңлар түпәйлидин силәргә болған җазани йәттә һәссә еғирлитимән,
19күч-һәйвәңлардин болған һакавурлуғиңларни сундуримән; асминиңларни төмүрдәк қилип, йериңларни мистәк қиливетимән;
20әҗир-җапайиңлар бекарға кетиду, йериңлар һосул бәрмәйду, даладики дәрәқләргә мевә чүшмәйду.
21Әгәр йәнила Мән билән қарши маңсаңлар, шундақла Маңа қулақ салмисаңлар, Мән гуналириңларға лайиқ бешиңларға чүшидиған ваба-күлпәтләрни йәнә йәттә һәссә еғирлитимән.
22Араңларға силәрни балилириңлардин җуда қилидиған, чарпайлириңларни йоқитидиған, силәрни азлитидиған явайи һайванларни әвәтимән; йол-кочилириңлар адәмзатсиз чөлдәк болуп қалиду.
23Силәр бу ишлар арқилиқ ибрәт-тәрбийә алмай, бәлки йәнила Маңа қарши маңсаңлар,

Read Лавийлар 26Лавийлар 26
Compare Лавийлар 26:1-23Лавийлар 26:1-23