Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 25

Лавийлар 25:23-35

Help us?
Click on verse(s) to share them!
23Йәр-зимин сетилса, мәңгүлүк сетилмисун, чүнки зиминниң өзи Мениңкидур, силәр болсаңлар Мениң йенимдики мусапир вә меһман, халас.
24Силәр егә болидиған пүткүл зиминда йәр-зиминниң егилиригә уни «қайтурувелиш һоқуқи»ни яритип беришиңлар керәк.
25Әгәр қериндашлириңлардин бири кәмбәғәллишип, өз мирас йерини сетивәткән болса, униң йеқин туққини, йәни «һәмҗәмәт шапаәтчи»си келип өз қериндиши сатқан йәрни қайтуруп сетивалсун.
26Әгәр униң һеч шапаәтчи туққини болмиса, лекин у яндурувелишқа керәклик пулни тапалиса,
27Ундақта сатқиниға қанчә жил болғанлиғини һесаплап, азадлиқ жилиғичә қалған жиллар үчүн сетивалған кишигә мувапиқ пул берип, өз йеригә қайтсун.
28Лекин әгәр у яндурувелишқа керәклик пулни тапалмиса, өзи сетип бәргән йәр азатлиқ жилиғичә алғучиниң қолида турсун; азатлиқ жили кәлгәндә йәр йәр сетивалғучиниң қолидин чиқсун, өз егиси өз йәр-мүлкигә қайтсун.
29Әгәр бириси сепиллиқ шәһәрниң ичидики бир туралғу өйни сатқан болса, сетип бир жил ичидә уни яндурувелиш һоқуқи бардур. Толуқ бир жил түгәп болғичә, яндурувелиш һоқуқи бардур.
30Лекин пүтүн жил ичидә яндурувелинмиса, сепиллиқ шәһәрниң ичидики бу өй нәсилдин-нәсилгә алған кишиниң қолида болуп, азатлиқ жили кәлсиму яндурулмас.
31Лекин сепилсиз кәнтләрниң өйлири болса зиминниң етизлиридәк һесаплиниду; уларни яндуруп сетивалғили болиду; азатлиқ жили кәлгәндә әсли егисиниң қолиға яндурулиду.
32Лекин Лавий шәһәрлиридә болса, Лавийлар өз мираси болған шәһәрләрдики өйлирини халиса һәр қачан қайтурувелиш һоқуқи бардур.
33Лавийлардин бири өйлирини, йәни өз мираси болған шәһәрдики бир өйни қайтурувелиш һоқуқи бар болсиму, лекин қайтуруп алмиған болса, ундақ әһвалда у азатлиқ жили кәлгәндә яндурулиду; чүнки Лавий шәһәрлириниң өйлири болса Лавийларниң Исраилларниң арисидики мираси болиду.
34Шундақ һәм буларниң шәһәрлириниң чөрисидики етиз-йәрлири болса, уларниң әбәдий мираси болғачқа, сетилса болмайду.
35Саңа хошна болған, қериндашлириңлардин бири кәмбәғәллишип, өз җенини бақалмай қалса, сән уни мусапир яки яқа жутлуқ меһмандәк йениңда турғузуп, униңдин хәвәр алғин.

Read Лавийлар 25Лавийлар 25
Compare Лавийлар 25:23-35Лавийлар 25:23-35