Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 23

Лавийлар 23:10-24

Help us?
Click on verse(s) to share them!
10Сән Исраилларға мундақ дегин: — Силәр Мән өзүңларға тәқдим қилидиған зиминға кирип, униңдин һосул жиққиниңларда, һосулуңларниң дәсләпки пишқинидин бир бағламни каһинниң қешиға елип бериңлар.
11Каһин силәр үчүн қобул болушқа уни Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатсун; уни пулаңлатқан вақит болса шабатниң әтиси болиду.
12Силәр уни пулаңлатқан күндә силәр бир яшқа киргән беҗирим бир қозини Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә сунуңлар;
13шуниңға қошуп ашлиқ һәдийә сүпитидә зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин бир әфаһниң ондин бирини Пәрвәрдигарға хушбуй кәлтүрсун дәп отта сунуңлар; буниңға қошуп шарап һәдийә сүпитидә шараптин бир һинниң төрттин бирини сунуңлар.
14Силәр Худайиңларға хас болған бу һәдийәни сунидиған күндин илгири йеңи һосулдин һеч немини, нә нан нә қомач нә көк баш болсун йемәңлар. Бу дәвирдин-дәвиргичә силәр үчүн қәйәрдә турсаңлар әбәдий бир бәлгүлимә болсун.
15Андин силәр шу шабат күнниң әтисидин, йәни шу бир бағламни пулаңлатма һәдийә сүпитидә сунған күнниң әтисидин тартип, йәттә һәптә санаңлар (улар толуқ һәптә болуши керәк);
16йәттинчи шабатниң иккинчи күнигичә әллик күнни санаңлар; андин Пәрвәрдигарға атап йеңи һосулдин бир ашлиқ һәдийә сунуңлар.
17Өзүңлар туруватқан җайлардин пулаңлатма һәдийә сүпитидә есил ундин бир әфаһниң ондин иккисидә етилгән икки нанни елип кәлтүрүңлар; улар ечитқу селип етилгән болсун; булар Пәрвәрдигарға аталған дәсләпки һосул һәдийәси дәп һесаплиниду.
18Нандин башқа йәнә бир яшлиқ йәттә беҗирим қоза, яш бир топақ вә икки қочқарни көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә Пәрвәрдигарға атап сунуңлар; уларға хас ашлиқ һәдийәлири вә шарап һәдийәлирини қошуп, һәммиси Пәрвәрдигарға хушбуй кәлтүрүшкә сунулсун.
19Буниңдин башқа силәр гуна қурбанлиғи үчүн бир текини, енақлиқ қурбанлиғи үчүн бир яшлиқ икки қозини кәлтүрүңлар;
20каһин буларни, йәни шу икки қозини дәсләпки һосул нанлириға қошуп пулаңлатма һәдийә сүпитидә Пәрвәрдигар алдида пулаңлатсун. Булар болса Пәрвәрдигарға аталған муқәддәс санилип, каһинға тәгсун.
21Шу күни силәр «бүгүн бизләргә муқәддәс жиғилиш болиду» дәп җакалаңлар; шу күни һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар. Бу силәр үчүн қәйәрдила турсаңлар әбәдий бир бәлгүлимә болиду.
22Етизиңниң булуң-пучқақлириғичә тамам жиғивалмаңлар, вә һосулуңдин қалған васаңни теривалмиғин, бәлки буларни кәмбәғәлләр билән мусапирларға қойғин. Мән Өзүм Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
23Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
24Сән Исраилларға мундақ дегин: — Силәр йәттинчи айниң биринчи күни толуқ арам елип, канайлар челиниш билән әсләтмә йосунда һейт қилип, муқәддәс сорунларни түзүңлар.   

Read Лавийлар 23Лавийлар 23
Compare Лавийлар 23:10-24Лавийлар 23:10-24